2012 - Йиллиқ олимпик тәнтәрбийә мусабиқиси лондон шәһиридә өткүзүлиду
Хәлқара олимпик комитетиниң рәиси рогге, 6 - июл чаршәнбә күн 2012 - йиллиқ олимпик тәнтәрбийә йиғининиң лондонда өткүзүлидиғанлиқини елан қилди.
Әнгилийә б б с радио - телевизийә ширкитиниң хәвиридә ейтилишичә, хәлқара олимпик комитет әзалириниң бир қанчә қетим беләт ташлиши нәтиҗисидә , лондон билән париж шәһири тәң көп авазға еришкән , 4 - қетимлиқ беләт ташлашта 54 тә 50 аваз билән лондон шәһири үстүнлүккә еришип, олимпик тәнтәрбийә мусабиқисини өткүзүш салаһийитигә еришкән.
Хәлқара олимпик тәнтәрбийә комитетиниң рәиси рогге: " әслидә намзатлиққа қоюлған барлиқ шәһәрләр, олимпик мусабиқиси өткүзүшкә тамамән лайиқ иди, әмма биз пәқәт бир шәһәрни таллашқа мәҗбур " дәп көрсәтти.
Москва, нюйорк қатарлиқ шәһәрләр намзат қилип көрситилгән болсиму, 5 чоң шәһәрдин кәлгән мәшһур сиясийон вә тәнтәрбийә мүтәхәссиислириниң көпинчиси лондонда мәзкур мусабқини өткүзүшни тәшәббус қилған.
Лондонда 1948 - йили олимпик мусабиқиси өткүзүлгән болуп, олимпик комитетиниң бу қетимқи қарари әнгилийә хәлқини шатлиққа чөмдүрди.
Гәрчә бейҗиң 2008 - йиллиқ олимпик мусабиқисини өткүзүш шәрипигә еришкән болсиму, әмма бир қисим кишилик һоқуқ тәшкилатлири, хитай һөкүмитиниң зәрбисигә учриған фалоңгоң муритлири шуниңдәк уйғур кишилик һоқуқ паалийәтчилири " хитай һөкүмити кишилик һоқуқни әслигә кәлтүрмигичә, мәзкур мусабиқини өткүзүшкә лайиқ әмәс" дәп наразилиқ билдүрүп кәлмәктә. (Әқидә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Америка дөләт мәҗлисиниң әзалири хитайниң олимпик йиғини өткүзүшигә қарши қанун тәклип лайиһиси бәрди
- Өсмүр боксчилар асия өсмүрләр бокс ләвһә талишиш мусабиқисиға қатнашти
- Уйғур маһири амангүл 2008 - йилидики олимпик тәнһәрикәт йиғиниға қатнашмақчи
- Бейҗиң, олимпикниң саһибханилиқиға лайиқ әмәс дәп йәнә бир қетим әйибләнди
- Тибәтләр, афенадики олимпик йиғининиң йепилиш мурасимида хитайларға наразилиқ билдүрди