Франсийә президент кандидати франкойс байро хитайниң олимпик мусабиқисини байқот қилиш тәклипини оттуриға қойди
2007.03.21
Бирләшмә агентлиқиниң париждин хәвәр қилишичә, франсийә президент кандидати франкойс байро 20 - март күнидики сайлам паалийитидә "әгәр хитай судандики дарпор паҗиәсини тохтитиш үчүн тәдбир қолланмиса, хитайда 2008 - йили елип берилидиған оломпик мусабиқисини байқот қилиш" ни тәшәббус қилған. Һазирқи президент җак ширакму "биз инсанийәттә йүз бериватқан дарфор вәқәсидәк бундақ зор паҗиәгә һәргиз сүкүт қилип турмаймиз" дегән.
Хәвәрдә баян қилинишичә, хитайниң әң чоң иқтисадий шерики болған судан һөкүмити 2003 - йили дарфорда һәрбий җаллатларға иқтисадий ярдәм берип, тинч аһалиләрдин 200 миң адәмни қирип ташлап, 2 милйон 500 миң адәмни өз юртлиридин қоғлап чиқарған иди. Гәрчә пүтүн дуня бу мәсилә үстидә судан һөкүмитини әйибләп келиватсиму, әмма коммунист хитай һөкүмити дарфор вәқәсини тинҗитиш җәһәттә судан һөкүмитигә йетәрлик бесим ишләтмәйватиду. Әгәр хитай давамлаштуруватқан "оюн"ни йиғиштуруп, бу паҗиәни тохтатмиса, - дәйду франсийә президент кандидати франкойс байро, - бейҗиң һөкүмитиниң 2008 - йили ачмақчи болуватқан олимпик мусабиқисини байқот қилиш керәк. Һазир буниңдин өзгә үнүмлүк чарә йоқ. (Вәли)
Мунасивәтлик мақалилар
- Бейҗиң даирилири зәһәрлик чекимлик хумари бар кишиләрни саламәтликини әслигә кәлтүрүш лагириға әвәтмәкчи
- Олимпик комитети башлиқи хитайниң хәлқарадики образидин әндишә қилмақта
- Бейҗиңда, 2008 - йили ечилидиған олимпик йиғини һәққидә мәхсус ахбарат елан қилиш йиғини ечилди
- Олимпик комитетиниң рәиси хитайниң кишилик һоқуқ әһвалиға көңүл бөлди