Хәлқарада бейҗиңниң олимпик өткүзүшигә қарши һәрикәтләр күчәймәктә
2007.08.02
Мәркизи нюйорктики хәлқара инсан һәқлири көзитиш тәшкилати2 - авғуст баянат елан қилип 2008 - йиллиқ бейҗиң олимпик тәнһәрикәт йиғини һарписида " хитай һөкүмитиниң өктичиләр һәмдә ахбарат саһәсигә болған бастуруши техиму күчәйтилди" дәп билдүрди.
Баянатчи йәнә " олимпикқа бир йил вақит қалди , қаримаққа бейҗиң һөкүмити инсан һәқлиридә вә ахбарат әркинлик мәсилисидә илгирлигәндәк ипадиләрни көрсәтсиму , әмма астириттин дөләт ичидики кишилик һоқуқни һимайә қилғучиларни һәмдә ахбарат хадимлирини мәхпий бастурмақта һәмдә шу арқилиқ ахбарат саһәсигә болған контроллуқни күчәйтмәктә.
Хитай ичидә әмәлийәттә нәччә йүз миң кишилик намайиш һәмдә һөкүмәткә қарши наразилиқ һәрикәтлири көрүлгән болсиму , хитай даирилири җиддий қораллиқ сақчи қисимлирини ишлитип қаттиқ бастуруш һалитини сақлаватиду, шу сәвәблик хитайниң ички вәзийити интайин турақсиз "дәп көрсәтти.
Инсан һәқлири көзитиш тәшкилатиниң асия бөлүми мудири америка авази радиоси мухбириға алаһидә әскәртип : "хитайниң диний әркинликни , сөз вә пикир әркинликини боғуватқанлиқи болупму , уйғур һәмдә тибәтләрни қаттиқ бастуруватқанлиқи кишилик һоқуқни еғир дәриҗидә дәпсәндә қиливатқанлиқиниң йәнә бир күчлүк испати " дегән.
Түнүгүн бейҗиңдики хәлқара мухбирлар җәмийити хитайда турушлуқ 160 нәпәрдин артуқ мухбирниң % 95 иниң хитайда йәнила ахбарат әркинликиниң чәклимигә учраватқанлиқини билдүргәнликини елан қилди.
Бүгүн тәйвәндики фалунгоңчилар җәмийити2008 - бейҗиң олимпикқа қарши9 - авғусттин башлап, кишилик һоқуқ мәшили йәткүзүш паалийитини башлайдиғанлиқини елан қилди. Чәтәлләрдики тибәт тәшкилатлири хәлқара олимпик тәшкилатидин кишилик һоқуқ җәһәттә хитайға бесим ишлитишни тәләп қилди. (Гүлчеһрә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Кино чолпини җорҗ клуний хитайни дарфур мәсилисидә һәрикәт қоллинишқа қистиди
- Стевен спелберг бейҗиң олимпик мусабиқисиниң мәслиһәтчиликидин истипа бериши мумкин
- Дарфур мәсилиси муһакимисидә әмәлий илгириләш болмиди
- Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати ирандин яш - өсмүрләрни қәтлиам қилишни тохтитишни тәләп қилди
- Хитай суданға иқтисадий җаза йолға қоймаслиқ тоғрисида агаһландурди
- Америка федерал тәкшүрүш идариси(FBI ) олимпик мусабиқисиниң бихәтәрлики җәһәттә бейҗиң даирилиригә ярдәмләшмәкчи
- Америка мәтбуати "дарфурдики қирғинчилиқни тохтитиш үчүн, бейҗиң олимпик тәнһәрикәт йиғинини байқут қилиш керәк" дәп язди
- Хитай пакистандин уйғур паалийәтчилирини хитайға қайтуруп беришини рәсми тәләп қилди