Д у қ хитай җамаәт хәвпсизлик министирлиқиниң чақириқиға қарши баянат елан қилди
2007.09.06
Дуня уйғур қурултийиниң баянатчиси дилшат ришит хитай җамаәт хәвпсизлик министирлиқиниң, компартийиниң 17 - нөвәтлик қурултийи мәзгилидә бихәтәрликкә капаләтлик қилиш һәққидики чақириқиға қарши баянат елан қилип, хитай һөкүмити әндишә қиливатқан муқимсизлиқниң һөкүмәтниң сиясити түпәйли мәйданға келиватқанлиқини билдүрди.
Хитай хәвәр агентлиқиниң пәйшәнбә күни бәргән хәвиридин мәлум болушичә, хитай җамаәт хәвпсизлик министирлиқи 17 - нөвәтлик қурултайниң бихәтәр ечилишиға капаләтлик қилиш үчүн мәхсус йиғин чақирған, йиғинда һәр дәриҗилик җамаәт хәвпсизлик органлириниң сиясий һушярлиқни ашуруп, ху җинтав рәһбәрлик қиливатқан мәркизи һөкүмәт билән бирдәкликни сақлаш, сиясий нуқтидин мәйданға кәлгән мәсилиләрни бир тәрәп қилишқа маһир болуш шуниңдәк дөләтниң һакимийитини қоғдаш тәшәббүс қилинған һәмдә армийә , сақчи қисимлириға қоюлған тәләпни күчәйтип, қаттиқ интизам, қаттиқ башқуруш, қаттиқ назарәт қилиш чарилири билән 17 - қурултайниң ғәлибилик аяғлишишиға хизмәт көрситиш тәкитләнгән.
Дуня уйғур қурултийиниң баянатчиси дилшат ришитниң билдүрүшичә, хитай даирилириниң һәр даим қурултай мәзгилидә бихәтәрликни күчәйтиш һәққидә чақириқ чиқириши, һөкүмәтниң пуқраларға болған әндишисиниң ипадиси болуп, хәлқниң наразилиқидин қорққан хитай һөкүмити , демократик әлләрдә әқәллий һоқуқ һесабланған кишиләрниң " намайиш қилиш " һоқуқиниму қаттиқ бастурмақта.
Дилшат ришит сөзидә йәнә, уйғурларниң кишилик һоқуқиниң әң қаттиқ дәпсәндә болуватқанлиқини тәкитләп, хитай даирилириниң уйғурларниң маарипини йоқ қилиш, ишсизларни ишқа орунлаштуруш баһанисида қизларни хитай өлкилиригә йөткәш, диний әркинликтин мәһрум қалдуруш, изчил көчмән йөткәш қилмишлиридин демократик әлләр вә хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң толуқ хәвәрдар болғанлиқини, шуңа хитайниң " олимпик" мурасимиға саһипханлиқ қилишқиму лайиқ әмәслики дуняниң һәммила йеридә тилға елиниватқанлиқини оттуриға қойди. (Әқидә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Атақлиқ кино чолпини ричард гер, хитайни кишилик һоқуқ мәсилисидә очуқ болушқа чақирди
- Әнгилийә минситири, хитай һөкүмитидин кишилик һоқуқ хатирисини яхшилишини тәләп қилди
- Гретсийидики от апитидә 50 тин артуқ адәм өлди
- Дуня уйғур қурултийи уйғур мәсилисини германийә баш министириниң сәмигә салди
- Афенада бейҗиң олимпик йиғиниға қарши кишилик һоқуқ мәшили яндурулди
- Америка парламинт әзалири хитайдики кишилик һоқуқ дәпсәндичилики үчүн олимпикни байқут қилиш һәққидә тәклип сунди
- "Хәлқара олимпик комитетиниң һәрикәт қоллинидиған пәйти йетип кәлди"
- Дуня уйғур қурултийи бейҗиң олимпик мусабиқисини байқут қилиш һәрикити қозғиди
- Хәлқарада бейҗиңниң олимпик өткүзүшигә қарши һәрикәтләр күчәймәктә