Хитайниң олимпик һарписидиму кишилик һоқуқни давамлиқ дәпсәндә қиливатқанлиқи ашкариланмақта


2007.12.06

Хәлқарадики бир қанчә тәшкилатлар пәйшәнбә күни, бирдәк һалда хитайниң изчил түрдә "олимпик " һәққидә бәргән вәдисигә хилап һәрикәтләрни садир қиливатқанлиқини билдүрди.

Мәркизи җәнвәдики хәлқара пуқралар йәр - земин һоқуқини қоғдаш мәркизи, хитайниң " олимпик " өткүзүш баһанисидә һәр айда 13 миң кишини бейҗиңдин чиқип кетишкә мәҗбурлаватқанлиқини, бу һәрикәтниң хәлқара қанунға қәтий уйғун кәлмәйдиғанлиқини тәкитлиди.

Мәзкүр тәшкилатниң билдүрүшичә, хитай 2007 ‏- йили кишиләрниң маканлишиш һоқуқиға әң еғир дәхли йәткүзгән дөләт болуп, бейҗиң қанунсиз һалда зор көләмлик аһалә көчүрүш һәрикити қозғаш арқилиқ иқтисадни тәрәққи қилдуруш вастисини йолға қоймақта.

Бу арида йәнә, америкидики мухбирларни қоғдаш тәшкилати доклат елан қилип, хитайниң 9 йилдин буян дуня буйичә мухбирларни әң көп түрмигә ташлиған дөләт икәнликини ашкарилиди.

Мухбирларни қоғдаш тәшкилатиниң билдүрүшичә, хитай һечқачан " олимпик" өткүзүлүштин бурун, ахбарат әркинликини яхшилаш һәққидә бәргән вәдисидә турмиған болуп, 9 йилдин буян мухбирларни җазалаш қилмиши еғир 24 дөләт ичидә биринчи орунни игиләп кәлгән.

Мәзкүр тәшкилат йәнә, хитайда җазаланған мухбирларниң 57 пирсәнти, һөкүмәткә қарши йәни дөләт һакимийитини ағдурушқа урунған, дөләт мәхпийәтликини ашкарилиған, дөләт мәнпәәтигә дәхли йәткүзгән дегән җинайәтләр билән әйибләнгәнликини билдүрди.

"Олимпик" һарписида хитайда изчил түрдә йүз бериватқан кишилик һоқуқ дәпсәндичиликлири, хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң " олимпик" ни байқут қилиш паалийити үчүн йетәрлик асас яритип бәргән болсиму, хәлқара " олимпик" комтети бу мәсилә үстидә ениқ ипадә билдүрмәй кәлмәктә. Шуңа көзәткүчиләр әгәр " олимпик " хитайдәк бир дөләттә өткүзүлсә униң образиниң еғир дәриҗидә хунуклишидиғанлиқини ипадилимәктә. (Әқидә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.