Олимпик мәшили тибәтләрниң қаршилиқи ичидә хитайға тапшурулди
2008.03.30
30 - Март күни 2008 - йиллиқ бейҗиң олимпик тәнһәрикәт йиғининиң олимпик мәш или гретсийиниң пайтәхти афина шәһиридә хитай олимпик комитетиға тапшуруп берилди. Бирақ, афина тәнһәрикәт мәйданиниң сиртида бир топ тибәтликләр шоар товлап, мәшәлниң тапшурулишиға тосқунлуқ қилмақчи болғанда сақчилар тәрипидин тутулған.
Америка бирләшмә агентлиқи бу тибәтләрниң 10 артуқ адәм икәнликини хәвәр қилған болуп, тибәт пидакарлири "тибәтни қутулдуривалайли," "тибәттики қирғинчилиқни тохтитайли" дәп шоар товлашқан.
Олимпик мәшилини тапшуруш мурасими ахирлашқандин кейин, хитай бу мәшәлни мәхсус айропилан билән елип кәткән һәмдә 31 - март күни бейҗиңда олимпик мәшилини күтүвелиш мурасими өткүзүлидикән.
Б б с агентлиқиниң хәвәр қилишичә, мәшәл афинаға йетип кәлгәндә, гретсийә һөкүмити 1000 дин артуқ сақчи чиқирип, уни қаттиқ қоғдаш чарилирини қолланған болсиму, бәрибир тибәтләр вә уларниң қоллиғучилириниң наразилиқ һәрикәтлиригә дуч кәлгән. (Үмидвар)
Мунасивәтлик мақалилар
- Меркел ханим олимпик мурасимиға қатнашмайду, вен җябав далай лама билән сөзлишишкә тәйяр
- Далай лама хитайни, "террорлуқ билән һакимийәт йүргүзүватқан бир сақчи дөлити," дәп әйиблиди
- Лхасада йәнә хитай һөкүмитигә қарши наразилиқ һәрикити елип берилди
- Бәзи явропа дөләтлири бейҗиң олимпикиниң ечилиш мурасимини байқут қилидиғанлиқини җакарлиди
- Америка хитайниң тибәттики тәкшүрүш өмикигә қатнишиш тәклипини тапшурувалди
- Тибәтлик раһиблар, хитай һөкүмитиниң тибәт вәзийитини тинч қилип көрситиш пиланини бузувәтти
- Хитай һөкүмити өзи мухбирлар өмики тәшкилләп тибәткә әвәтти
- Хитай һөкүмитиниң тибәттики бастурушиға қарши наразилиқ күчәймәктә
- Хитай, олимпик йиғининиң мәшәл йеқиш мурасимидики паракәндичиликни әйиблиди
- Тибәттә тоқунушлар давамлашмақта
- явропа әллиридә хитай олимпикини байқут қилиш пикири күчәймәктә
- Олимпик мәшилигә от йеқиш мурасими кишилик һоқуқ органлириниң қаршилиқиға дуч кәлди