Хитай, олимпик йиғининиң мәшәл йеқиш мурасимидики паракәндичиликни әйиблиди
2008.03.25
Хитай һөкүмити, дүшәнбә күни гретсийиниң пайтәхти афенадики олимпийә теғида өткүзүлгән 2008 - йиллиқи бейҗиң олимпик мусабиқисиниң мәшилини йеқиш мурасими җәрянида кишилик һоқуқ паалийәтчилири тәрипидин елип берилған наразилиқ һәрикитини номуссиз бир һәрикәт дәп әйиблиди.
Дүшәнбә күни мәзкур мурасим җәрянида, қоллирида бәш чәмбәрлик олимпик грибиниң орниға бәш койза қоюлған қара байрақ көтәргән үч намайишчи бихәтәрлик чәмбиридин өтүп, бейҗиң олимпик тәшкилләш комитетиниң рәиси лию че нутуқ сөзләватқан бир пәйиттә, униң йениға йеқинлашқан иди.
Мәркизи париждики, чегрисиз мухбирлар тәшкилати, дүшәнбә күни, бихәтәрлик чәмбиридин өтүп, бейҗиң олимпик тәнһәрикәт йиғининиң мәшилини йеқиш мурасимини, бир мәзгил тохтатқан үч намайишчиниң мәзкур тәшкилатниң әзалири икәнликини билдүрди.
Хитай һөкүмити рәсмий баянат елан қилип, бу һәрикәтни қаттиқ әйиблигән болсиму, әмма хитай мәтбуатида мурасим җәрянида мәйданға кәлгән бу вәқә тоғрисида һечқандақ хәвәр берилмиди. (Өмәр қанат)
Мунасивәтлик мақалилар
- явропа әллиридә хитай олимпикини байқут қилиш пикири күчәймәктә
- Олимпик мәшилигә от йеқиш мурасими кишилик һоқуқ органлириниң қаршилиқиға дуч кәлди
- Америка кеңәш палата әзаси шрод бравн, америка ташқи ишлар министирини уйғур мәсилисигә арилишишқа чақирди
- Хәлқара олимпик комитетиниң рәиси хитай һөкүмитиниң бастуруш һәрикәтлиридин әндишә қиливатқанлиқини билдүрди
- Далай лама хәлқара җәмийәтни тибәт вәқәсини тәкшүрүшкә чақирди
- Бейҗиң : олимпик мәзгилидә елип берилидиған наразилиқ һәрикәтлиригә чәклимә қойди
- Хитай һөкүмити олимпик мусабиқисида рухсәтсиз намайиш қилишқа болмайдиғанлиқини җакарлиди
- Далай лама олимпик мунасивити билән хитайни әйиблиди
- Қазақистан икки нәпәр хитай тәнһәрикәтчини пуқралиққа қобул қилмақчи
- Далай лама 2008 - йиллиқ бейҗиң олимпик тәнһәрикәт йиғинини қоллайдиғанлиқини билдүрди
- Әнгилийә ташқи ишлар министири милибанд хитайни лүкчәк дөләтләр билән һәмтавақ болмаслиққа чақирди
- Олимпик мунасивити билән елип берилған паалийәтләр хитайда өзгириш һасил қилалмайду