Афенада бейҗиң олимпик йиғиниға қарши кишилик һоқуқ мәшили яндурулди


2007.08.10

Дуняниң һәр қайси җайлиридин кәлгән кишилик һоқуқи паалийәтчилири пәйшәнбә күни гретсийә пайтәхти афинада топлинип, бейҗиң олимпик йиғиниға қарши кишилик һоқуқ мәшили яндурди вә кишилик һоқуқ мәшилиниң йәршари маратон йүрүшини башлиди. Бу паалийәт фалунгуң тәриқитиниң тәшәббуси билән қозғалған болуп, бу һәрикәт кишилик һоқуқ паалийәтчилириниң қоллишиға еришкән. Паалийәтни тәшкиллигүчиләр кишилик һоқуқи мәшилиниң 25 дөләттә айлинидиғанлиқини билдүрмәктә.

Гретсийә олимпик мусабиқисиниң туғулған юрти болупла қалмай, 2004 - йилдики олимпик мусабиқисиниң саһибхан дөлитидур. Гретсийә һәр йили афинада олимпик мусабиқиси туғулғанлиқини хатириләп кәлмәктә иди. Кишилик һоқуқ мәшили йеқилған күн, олимпик мусабиқиси туғулғанлиқини хатириләш күнигә тоғра кәлди.

Шу күни көп қисими грекләр вә хитайларни асас қилған 300 дәк киши пайтәхт афенадики синтагма мәйданида кишилик һоқуқ мәшилини йеқиш мурасими өткүзгән. Канада кишилик һоқуқи паалийәтчиси дәйвид килгор, бу паалийәтни уюштурғучи затларниң бири болуп, у мурасимда "йеқинқи бир қанчә йилдин бери хитайда кишилик һоқуқниң техиму начарлишип кәткәнликидин һечким шүбһиләнмәйдиғанлиқ " ини билдүрди. Килгор," кишиләр мусабиқини байқут қилиш қарарини өзи таллаш керәк " дәйду. Австиралийилик тәнтәрбийичи җейн бекер," инсан қәдир ‏- қиммитиниң тәнтәрбийидин муһим" икәнликини тәкитлигән.

Хитай һөкүмити хәлқара тәшкилатларниң олимпик мусабиқиси өткүзүш үчүн, кишилик һоқуқни яхшилаш һәққидики еғир бесимиға дуч кәлмәктә. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.