Олимпик мунасивити билән елип берилған паалийәтләр хитайда өзгириш һасил қилалмайду
2008.02.28
Франсийә агентлиқи пәйшәнбә күни, нобел мукапатиға еришкән франсийилик хитай язғучи гав шиңҗәнниң сөзини нәқил кәлтүрүп, бейҗиң олимпики мунасивити билән наразилиқ паалийәтлири елип бериш арқилиқ хитайда һәр қандақ бир өзгиришни мәйданға кәлтүргили болмайдиғанлиқини билдүрди.
Гав шиңҗәнниң билдүрүшичә, олимпик һөкүмәт оттурисидики мәсилә болуп, у хәлқ бир тәрәп қилалайдиған иш әмәс, хитайниң бу қетим олимпикни өткүзүш салаһийитигә игә болалиши, һөкүмәтләр арисида елип берилған қарарлар түпәйли вуҗутқа кәлгән. Гав шиңҗән сөзидә йәнә мундақ дәйду" шундақ болғанлиқи үчүн, ғәрб әллири хитайдин қорқмаслиқи керәк, чүнки хитайниң муһимлиқи мәдәнийәт җәһәттин әмәс, бәлки иқтисадий җәһәттин болуп, хитайниң урушхумар дөләт әмәсликини унтумаслиқ керәк."
Кишилик һоқуқ паалийәтчилириниң қарашлири, гав шинҗәнниң қариши билән бирдәк болуп, хитайда олимпик өткүзүш арқилиқ бу дөләтниң кишилик һоқуқини яхшилаш вә яки һәр хил наразилиқ һәрикәтлири билән дөләт һакимйитидә өзгириш һасил қилиш қуруқ арзу - армандин ибарәт икән. Шуңа улар, хитайда демократийә, кишилик һоқуқ вә әркинлик бәрпа қилиш демократик әлләр ортақ тиришчанлиқ көрситидиған муһим бир вәзипә дейишмәктә. (Әқидә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати америкини хитай кишилик һоқуқи мәсилисидә сөзи билән һәрикити бирдәк болушқа чақирди
- Голландийә парламентидики христианлар бирләшмиси олимпикни байқут қилиш пикирини оттуриға қойди
- Хитай һолливуд режиссориниң олимпикқа қатнишиштин ваз кәчкәнликигә қарита инкас қайтурди
- Холливутниң филим директори спилберг әпәнди бейҗиң олимпик мусабиқисидин чекинди
- Әнгилийә олимпик җәмийити өз тәнһәрикәтчилиригә олимпикта сияси мәсилиләрни оттуриға қоймаслиқ тәклипи бәргән
- Нобел мукапати саһиплири хитай президенти ху җинтавға хәт язди
- Хәлқара кәчүрүм тәшкилати бушни хитайға бесим ишлитишкә чақирди
- Җәнубий астанә гезитиниң муавин баш муһәррири қоюветилди
- Олимпик комитети ахбарат әркинлики җәһәттә бәргән вәдисини ақлимиди
- Уйғур боксйор муһәммәд турсун олимпик тәнһәрикәт йиғиниға қатнишиш салаһийитигә еришти
- Хитай һөкүмити кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң бесимиға тиз пүкмәйдиғанлиқини билдүрди