Хитай 2004 - йилда өлүм җазаси иҗра қилиштики рекортини сақлап қалди


2005.06.24

Мәркизи италийиниң пайтәхти римдики өлүм җазасиға қарши туруш хәлқара тәшкилатиниң җүмә күни елан қилған доклатида көрситилишичә, йәр шари бойичә бала чүшүрүшкә қарши туруш еқими 2004 - йилда давамлиқ көчәйгән, әмма шу йили дуня бойичә аз дегәндә 5476 киши өлүм җазаси билән өлтүрүлгән.

"Кәйинниң қоли" дәп аталған мәзкур тәшкилат, дуня бойичә җаллатлар қолида өлгән 5476 кишиниң аз дегәндә 5 миңи хитайда иҗра қилинғанлиқини билдүрди. Хитайдин қалса өлүм җазаси әң көп иҗра қилинған дөләт иран билән вейтнам икән. Иранда 2004 - йили 197 киши, вейтнамда 82 кишиниң өлүм җазаси иҗра қилинған.

Мәзкур тәшкилат өлүм җазаси һәққидики доклатида, өлүм җазаси иҗра қилинған 58 дөләтниң 44 и "диктатур, истибдат вә әркин болмиған дөләтләр," дәп көрсәтти. "Кәйинниң қоли" дегән аталған мәзкур тәшкилат 1993 - йили брюсселда қурулған.

Көзәткүчиләрниң тәкитлишичә, хитайда өлүм җазаси билән җазаланғанлар сани кишилик һоқуқни қоғдаш органлириниң мәлуматидин көп артуқкән. Хитай һөкүмити өлүм җазаси билән җазаланғанлар санини дөләт мәхпийәтлики, дәп қариғачқа һазирға қәдәр бу һәқтә санлиқ мәлумат елан қилип бақмиған.

Уйғурлар хитайда сияси сиясий сәвәбләр билән өлүм җазаси бериливатқан бирдин - бир хәлқ һесаблиниду.(Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.