Өзини өлтүривелиш һәққидә тәһдид салған бир хитай қолға елинди


2005.01.02

Америка сақчилири йеңи йил күни нйо-йорктики б д т баш штабиниң бинаси алдида өзини өлтүривелиш һәққидә тәһдид салған бир хитайни қолға алди.

Ройтирс агентлиқиниң хәвиригә қариғанда, өзиниң америкида мәңгү турушлуқ салаһийити алалмиғанлиқидин нарази болған бир әр, б д т баш штаби бинасиниң бихәтәрлик тәкшүрүш ишики алдида өзиниң гелиға пичақ тәңләп, хитай тилида вақириған.

Сақчилар шу һаман нәқ мәйданға йитип келип, униң пичиқини тартивалған һәмдә уни тутуп кәткән. Нйо-йорк сақчи даирилириниң билдүришичә, вәқә йүз бәргәндә б д т ниң баш секритари кофи әннан бинада болуп, сақчи даирилири бихәтәрликни көздә тутуп, б д т ниң бинаси сиртидики кочида қатнашни чәклигән.

Хәвәргә қариғанда, нйо-йорк сақчи даирилири униң үстидин әрз сунмайдикән. Әмма уни роһий тәкшүрүшкә беришқа буйруйдикән. (Арзу)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.