Америка президенти оттура шәрққә қарита зияритини башлиди
2008.01.08
Америка президенти җорҗ буш, сәйшәнбә күни түркийә президенти абдулла гүл билән көрүшкәндин кейин, ирақни қайта қуруш мәсилиси үстидики телефон сөһбитини ахирлаштуруп кәчтә оттура шәрққә қарап йүрүп кәткән.
Бу абдулла гүлниң президент болғандин кейин америкида биринчи қетим зиярәттә болуши һесаблиниду.
Америка авази радиосиниң хәвиридә көрситилишичә, бушниң абдулла гүл билән учришишидики муһим сөһбәт темиси ирақниң шималидики курд қораллиқ күчлиригә һуҗум қилиш мәсилиси болуп, униңдин башқа афғанистан мәсилиси вә түркийиниң яврупа бирликигә әза болуш мәсилилири үстидиму музакириләр болған.
Оттура шәрққә йүрүш алдида буш мәхпий телефон сөһбити өткүзүп ирақтики америка һәрбий қисимлириниң вәзипилири вә қайта қурулуш ишлири үстидә муһим йолйоруқлирини бәргән. Буш бу қетимлиқ оттура шәрқ зияритини исраилийидин башлимақчи болуп, бу униң президентлиқ мөһлити тошуш алдидики оттура шәрққә қаратқан әң узун муддәтлик, тәвәккүллүк сәпири болуп қелиши мумкин. Буш оттура шәрқ сәпиридә йәнә пәләстин, кувәйт, әрәп бирләшмә хәлипилики,сәуди әрәбистан һәм мисирларда тохтап өтмәкчи.
Бушниң оттура шәрққә қаратқан бу зиярити11 - айда америкида ечилған оттура шәрқ тинчлиқ сөһбитидин кейин исраилийә билән пәләстинни тинчлиқ үчүн тиришчанлиқ көрситишкә риғбәтләндүшни һәмдә әрәп дөләтлириниң исраилийә пәләстин тинчлиқиға болған ярдимини қолға кәлтүрүшни мәқсәт қилған. Шундақла бу бушниң тунҗи қетим америка президентлиқ салаһити билән исраилийә һәм пәләстиндә зиярәттә болушидур.У бу җәрянда иран вә оттура шәрқ тинчлиқ мәсилиси үстидә музакириләргә қатнишиду.
Буш оттура шәрқ зияритини башлаштин бурун, йәни вашингтондин айрилиш алдида, оттура шәрқ тинчлиқиниң шәртлири пишип йетилгәнликигә ишәнгәнлики үчүн бу зияритини башлиғанлиқини ипадилигән һәмдә "оттура шәрқ америкиға нисбәтән әң муһим истиратегийилик район, мән бу қетимлиқ зияритимни башлашқа тәқәзза"дәп билдүргән. (Гүлчеһрә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Президент буш оттура шәрқни зиярәт қилиду
- Садам һүсәйинниң өлүминиң бир йиллиқи
- Исраилийә хамас билән сөһбәт өткүзүшкә қарши
- 'Хитайда ясалған сәккиз башқурулидиған бомбини террорчилар сәуди әрәбистаниға елип кәлгән' дегән қандақ мәсилә?
- Хәлқара җәмийәт иран мәсилисини қайта баһалиши мумкин
- Кандилиза райс: исраилийә билән пәләстинниң тинчлиқи америкиниң мәнпәәтигә уйғун
- Оттура шәрқ тинчлиқ сөһбити башланди
- Мисир вә түркийә рәһбәрлири оттура шәриқ бирләшмә йиғиниға қатнашмақчи
- Иорданийә падишаһи абдулла хитайда зиярәттә
- Кондализа райс оттура шәрқ зияритини башлиди