Оттура шәрқ тинчлиқ сөһбити башланди
2007.11.27
Хәлқара оттура шәрқ тинчлиқ сөһбити, 50 тин артуқ тәшкилат һәмдә дөләт вәкиллириниң иштирак қилиши билән сәйшәнбә күни, америка мәриләнд шитати әннаполис шәһиридә рәсмий башланди.
Америка президенти җорҗ буш дүшәнбә күни кәч йиғинниң башлиниш мурасимида қисқичә нотуқ сөзләп сөһбәт қатнашқучилириға еһтирам билдүрди вә "сөһбәт вәкиллириниң бир йәргә келишидики ортақ нишани исраилийә билән пәләстин кризисиниң тинч йол билән һәл болуши, уларниң демократик дөләтләр қатарида ортақ мәвҗут болуп туруши үчүн, әмма буни әмәлгә ашуруш зор, йол қоюшни һәм көп тиришчанлиқ көрситишни тәләп қилиду " дегән.
Бу сөһбәт исраилийә тәрәпниң он йилдин буян 16 әрәб дөләтлири һәм әрәб бирләшмилири вәкиллири билән тунҗи қетим учришидиғанлиқидин дерәк бериду. Исраилийини етирап қилмайдиған сәуди әрәбистан һәмдә сүрийиму сөһбәткә қатнишиду.
Америка авази радиосиниң хәвиридә көрситишичә, тәрәпләр мәзкүр сөһбәт нәтиҗисидин зор үмидләр күтмәктә. (Гүлчеһрә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Мисир вә түркийә рәһбәрлири оттура шәриқ бирләшмә йиғиниға қатнашмақчи
- Өзбекистандики кишилик һоқуқ дәпсәндичиликлири, б д т да сүрүштүрүлмәктә
- Дуня кишилик һоқуқ көзитиш тәшкилати хитайда ахбарат әркинлики изчил қамал қилиниватқанлиқини оттуриға қойди
- яху интернет ширкити америка авам палатасида кәчүрүм сориди
- Иорданийә падишаһи абдулла хитайда зиярәттә
- Хәлқара кәчүрүм тәшкилати хитайни әмгәк билән өзгәртиш түзүмини бикар қилишқа чақирди
- Кондализа райс оттура шәрқ зияритини башлиди
- Атақлиқ кино чолпини ричард гер, хитайни кишилик һоқуқ мәсилисидә очуқ болушқа чақирди
- Ливан һөкүмәт қошуни билән исламий күчләр арисида тоқунуш йүз бәрди
- Әнгилийә минситири, хитай һөкүмитидин кишилик һоқуқ хатирисини яхшилишини тәләп қилди