Исраилийә ливанға давамлиқ һуҗум қилмақта
2006.07.19
Исраилийиниң чаршәнбә күни ливанға қаратқан бомбардиманида тәхминән 20 гә йеқин өй вә бина вәйран болди. Бу арида һизбулла тәшкилати, ливан чегрисидин 50 километир йирақлиқтики исраилийиниң һава армийә базисиға һуҗум қилғанлиқини елан қилди. Әмма бу хәвәрни исраилийә тәрәп инкар қилған.
Америка бирләшмә агентлиқиниң хәвәр қилишичә, исраилийә даирилири бу һуҗумлирида ливандики һизбулла қорал-ярақ искилатиниң 50% ини вәйран қилғанлиқини билдүргән. Ливандики исламий тәшкилат болған һизбулланиң өткәнки 8 күндин буян исраилийиниң шималидики районлириға қилған һуҗумида 13 киши өлгән.
Исраилийә тәрәп чаршәнбә күни йәнә, исраилийә һуҗуминиң һизбуллани нишанлиғанлиқини лекин һизбулланиң қурғучилиридин болған иран билән сүрийигә чеқилмайдиғанлиқини әскәртти. Исраилийә муавин баш министири шимом перес " биз иран билән сүрийини дуня җәмийитиниң бир тәрәп қилишиға сундуқ. Бизниң дуня тәртивини бузуш нийитимизниң йоқлиқини билиш муһимдур" дәп көрсәтти.
Исраилийиниң сәйшәнбә күни кәчтин башлап чаршәнбә күнигичә ливанда давамлаштурған һуҗумлирида аз дегәндә 20 киши өлгән. Шуниң билән исраилийә ливанға һуҗум қозғап һазирғичә болған мәзгилдә ливанда өлгәнләрниң сани 246 гә йәтти. (Пәридә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Исраилийә уруш тохтутуш вә ливанға хәлқара қошун орунлаштуруш тәклипини рәт қилди
- Дуня рәһбәрлири ливанда тинчлиқ бәрпа қилиш үчүн тиришмақта
- Исраилийиниң ливанға қаратқан һуҗумлирида аз дегәндә 47 киши өлди
- Һизбулла исраилийиниң хайфа шәһиригә ракита атти, исраилийә бейрутни бомбардилиди
- Һәсән нәсрулла исраилийигә қарши очуқ уруш елан қилди