Исраилийиниң ливанға қаратқан һава һуҗумлири давамлишиватиду


2006.07.25

Исраилийиниң ливанға қаратқан һава һуҗумлири давамлишиватиду. Исраилийә һәрбий қисимлири қуруғлуқтинму ливан территорийисигә бесип киргән болуп, сәйшәнбә күни ливанниң бинт җәбил шәһири әтрапида исраилийә әскәрлири билән һизбулла җәңчилири оттурисда қаттиқ тоқунуш йүз бәргән. Исраилийә қисимлири бинт җибил шәһиридики һизбулланиң һәрбий штабини қоршивалған.

Хәвәрләргә қариғанда, һизбулла җәңчилири һәрбий җәһәттин өзлиридин наһайити үстүн болған исраилийә армийисигә қаттиқ қаршилиқ көрсәтмәктә. Гәрчә исраилийә армийиси бнт җибил шәһириниң контроллуқни қолға алғанлиқини баян қилған болсиму, әмма бу хәвәр техи мустәқил мәнбәләр тәрипидин ениқланмиди. Тоқунушларда 14 исраилийә әскири яриланған.

Исраилийә армийиси дүшәнбә күни бинт җибилни елишқа тиришқан болуп, лекин һизбулла җәңчилириниң қаттиқ қаршилиқ көрситиши нәтиҗисидә шәһәрниң сиртида тохтап қалған иди.

Бу арида оттура шәрқтики тоқунушларни тохтитиш үчүн дипломатийә паалийәтлириму давамлишиватиду. Икки күн авал ливан, исраилийә вә пәләстин рәһбәрлири билән көрүшкән америка ташқи ишлар минстири кондализа райис бугүн оттура шәрқ мәсилиси һәққидә ечилған бир хәлқара йеғинға қатнишиш үчүн италийиниң пайтәхти рим шәһиригә кәлди.

Чаршәнбә күни башлинидиған вә исраилийә билән ливан оттурисидики урушни тохтитишни мәқсәт қилған бу йеғинға 15 дөләт вә үч чоң хәлқара тәшкилатниң вәкиллири қатнишидикән. (Қанат)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.