Исраилийә ливанға қаратқан һуҗумда хәлқараниң қоллишиға еришкәнликини билдүрмәктә
2006.07.27
Исраилийә тәрәпниң пәйшәнбә күни билдүрүшичә, рим шәһиридә оттура шәрқ мәсилиси буйичә өткүзүлгән хәлқара йиғинда уруш тохтитиш һәққидә җиддий бир тәләпниң оттуриға қоюлмиғанлиқи, хәлқараниң исраилийиниң ливанға қаратқан һуҗумиға йол қойғанлиқидин дерәк беридикән.
Исраилийә әдилийә министири, римда өткүзүлгән йиғинниң роһиға асасән , исраилийниң өз һәрикитини давамлаштуридиғанлиқини билдүрди.
Америка вә яврупа иттипақиға әза дөләтләрниң көпунчиси шуниңдәк русийә, әрәп вә түркийә қатарлиқ дөләтләрниң алий дәриҗилик рәһбәрлири римда ечилған йиғинға қатнашти. Йиғин вәкиллири, урушниң мәңгу тохтитилиши үчүн елип берилидиған хизмәтни күчәйтишни оттуриға қойған болуп, бирақ дәрһал уруш тохтитиш һәққидә бирликкә келәлмигән.
Исраилийә әдилийә министири йәнә": һәммә адәм ,һизбулла гуруһиниң ғәлибиси , террор дунясиниң ғәлбиси һесаблинидиғанлиқини яхши билиду"дәп көрсәтти. У сөзидә йәнә": исраилийә армийиси ярилинишини азайтиш үчүн, алди билән һава армийисини ишқа селип, андин қуруқлуқ әскәрлири арқилиқ һуҗумни күчәйтиши керәк " деди.
Мәзкүр министир, исраилийиниң, ливанниң җәнубидики пуқраларға бу җайдин айрилиш үчүн йетәрлик вақит беридиғанлиқини билдүрүп, бу җайдин айрилмиғанларниң һизбулла гуруһини қоллиғучилар дәп қарилидиғанлиқини тәкитлиди. Ливан чегрисида тоқунуш йүз бәргәндин буян, аз дегәндә 433 нәпәр ливанлиқ, 53 нәпәр исраийилик өлтүрүлди. (Әқидә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Исраилийә ливанда қаза қилған б д т хадимлириға қайғусини ипадилиди
- Исраилийиниң ливанға қаратқан һава һуҗумлири давамлишиватиду
- Кондилиза райис ливанни зиярәт қилди
- Сиясәтчиләр исраилийә билән һизбулла оттурисидики тоқунушниң арқисида иран бар дәп қаримақта
- Конзилиза райис оттура шәрқни зиярәт қилмақчи