Үзбекстан кишилик һоқуқ сөһбитини қобул қилидиғанлиқини билдүргән, әмма ...
2007.03.28
Ройтрс агентлиқиниң 28 - март күни астанадин хәвәр қилишичә, үзбекстан 2005 - йили 5 - айда әнҗанда чоң бастуруш елип барғандин кейин, германийә үзбекстанға қарита һәрбий қорал -ярақ сетишни вә үзбекстанниң юқири дәриҗилик әмәлдарлириға виза беришни тохтатқан иди. Бу қетим германийиниң ташқи ишлар миниситри франк валтер штайнмайр қазақстанни зиярәт қилғанда, русийә, америка вә хитайниң оттура асия дөләтлири билән болған енергийә җәһәттики мунасивити барғансери қоюқлишиватқан әһвал астида, явропа бирликиниң оттура асиядики ролини күчәйтиш үчүн җиддий һәрикәт қилди.
Үзбекстан ташқи ишлар министири виладимир нороп штайнмайр әпәндигә "үзбекстан явропа бирлики билән кишилик һоқуқ мәсилилирини өз ичигә алған икки тәрәпкә пайдилиқ мунасивәтләр буйичә сөһбәт елип беришқа тәйяр, әмма өзиниң ишилири һәққидә һечқайси дөләткә изһат беришни яки башқилардин лексийә аңлашни хаһлимайду" дегән.
Германийә ташқи ишлар министири штаймайрниң оттура асия зиярити җәрянида , кишилик һоқоқ тәшкилатлири үзбекстанни әнҗан вәқәсидин һазирғичә бу дөләттә нурғун адәмниң "сиясий җинайәт" билән түрмигә ташлиниватқанлиқи, қейин-қистаққа елиниватқанлиқи үчүн қаттиқ әйиблигән вә штайнмайр әпәндигә үзбекстанға кишилик һоқуққа һүрмәт қилиш үчүн бесим ишлитишни тәкитлигән иди. Буниңға қарита үзбекстан ташқи ишлар министири виладимир нороп "бу мәсилә билән үзбекстанниң хәлқара җәмийәт билән бир гәвдә болуши бир -биригә охшимайдиған мәсилә, бундақ әйибләшкә биз һәргиз йол қоймаймиз" дегән. (Вәли)