Пакистан қисимлири җәнубий вазиристандики қәбилиләр районида тазилаш елип барди
2004.09.10
Пакистан һәрбий даирилириниң җүмә күни ашкарлишичә, пакистан қисимлири афғанистан - пакистан чегрисидики җәнубий вазиристанда тазилаш елип берип , чәтәлликләрни өз ичигә алған аз дегәндә 6 гуманлиқ терорчини өлтүргән.
Пакистан армийисиниң баянатчиси шавкәт султан пәйшәнбә күни елип берилған һәрбий һәрикәтниң җәнубий вазиристандики қани ғурам йезисиға йошурнивалған гуманлиқ террорчиларға қарита елип берилғанлини билдүргән. Пакистан даирилири , әл - қаидиниң җәнубий вазиристандики тәлим тәрбийә базисиға қарита елип барған буниң алдидики бомбардиманда , 50 тин артуқ гуманлиқ терорчиниң өлтүрүлгәнликини җакарлиған иди .
Шавкәт султан , өлтүрүлгән 6 гуманлиқ терорчиниң бәши чәтәллик икәнликини илгири сүргән . Бирақ у , қайси милләт икәнликини тилға алмиған . Пакистан , җәнубий вазиристанниң мәркизи вананиң 25 к м шәрқий - шималиға җайлашқан дила қула йезисидики нишанларға қарита елип берилған алдинқи күнки бомбардиманда өлтүрүлгән 50 нәччә кишиниң ичидә өзбекләр , чечәнләр вә әрәбләрниң барлиқини елан қилған иди .Пакистан 11 - сентәбир вәқәсидин илгири афғанистандики сабиқ талибан һакимийитиниң арқа түвриги болсиму бирақ , - 11 сентәбир вәқәсидин кейин америкиниң хәлқара тероризимға қарши туруш иттипақидики һалқилиқ күч болуп қалди .(Әркин)