Пакистан билән хитай сода һәмкарлиқини кеңәйтти
2004.10.07
Пакистан вә хитай чигра раюнлиридики сода алақисини күчәйтиш вә саяһәт ишлирини тәрәққий қилдуруш үчүн йеңидин икки комитет қурди.
Мәзкүр комитетларниң қурулғанлиқини пакситанни зиярәт қиливатқан , хитай һөкүмитиниң уйғур аптунум раюниға тәйинлигән рәиси исмайил тиливалди билән пакистанниң кәшмир вә шималий раюн ишлириға мәсол министири махдум фаисал пәйшәнбә күни өткүзгән бирләшмә мухбирларни күтивелиш йиғинида елан қилған. Бирақ хәвәрдә йеңидин қурулған мәзкүр комитетларға қандақ нам берилгәнлики тәкитләнмигән.
Пакистанниң министири фаисал йәнә, пакситанниң хитайниң яврупа вә оттура шәрқ билән сода қилиши үчүн қуруқлуқ вә деңиз йоллирини ишлитишигә йол қойидиғанлиқини билдүргән. У ахирида, хитайдин саяһәтчиләрниң пакистанға килишини қарши алидиғанлиқини, буниң үчүн қонҗирап, суст вә гилгиттә алаһидә виза ишханилирини ечип, саяһәтчи вә содигәрләрниң сәпиригә асанлиқ яритип беридиғанлиқини көрсәткән. Пакситан хитай һөкүмитиниң уйғурларниң мустәқиллиқ һәрикитини бастуришиға йеқиндин ярдәм берип киливатқан дөләтләрниң бири. (Арзу)