Пакистандики йәр тәврәш вәқәсидә өлгәнләр көпәймәктә
2005.10.10
Пакистандики йәр тәврәш вәқәсидә өлгәнләр аз дегәндә 20 миң адәмға йетиду, дәп қаралмақта. Әмма пакистан даирилири өлгәнләрниң бу сандин бир һәссә көп болуши мумкинликини илгири сүргән.
Пакистан һәрбий тәрәп ахбарат баянатчиси генерал шавкәт султан франсийә ахбарат агентлиқиға бәргән баянатида, өлгәнләрниң көп қисими мәктәп йешидики балилар икәнликини әскәртип, "бир әвлаттин айрилғанлиқини" билдүрди. Шавкәт султанниң тәкитлишичә, кәшмирниң музәкбәрабад районида өйләрниң 70 ٪ өрүлгән. Йәр тәврәшниң тәсиригә учримиған аилә қалмиған. Пакистан даирилири өлгәнләрниң 30 миңдин 40 миңғичә икәнликини билдүрмәктә.
Нөвәттә қутқузуш паалийити қанат яймақта. Әмма йәр тәврәш райониға баридиған йоллар бузғунчилиққа учриғанлиқтин қутқузуш әслиһәлири вә буюмлирини әвәтиш қийинлиққа учриған.
Пакистан президенти пәрвиз мушәррәф, хәлқара җәмийәттин тик учар айрупиланлири әвәтиш вә қутқузуш буюмлири ярдәм қилишни тәләп қилди. Нурғун дөләтләр қутқузуш хадимлири вә ярдәм буюмлирини йоллиған.
Америка президентиниң баянатчиси миккилилан, америкиниң пакистанға дәсләпки қәдәмдә 50 милйон доллар ярдәм беридиғанлиқини җакарлиди. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Пакистандики йәр тәврәштә 20 миңға йеқин киши қаза қилди
- "Рита" чапқуни салған зиян мөлчәрлигәндин төвән болди
- Мексика қолтуқиға "катрина" чапқунидин кейин "рита" келиватиду
- Америка һөкүмити апәт тәсиригә учриған хәлққә 700 милйон доллар тарқатти
- Даириләр йеңи орлиянда пуқраларни мәҗбури тарқақлаштурмақта