Пакистанда хитай пуқралири етип өлтүрүлди
2007.07.09
Пакистанниң ғәрбий - шималидики пишавур шәһиридә йәкшәнбә күни бир мотосиклит карханисида ишләйдиған 3 нәпәр хитай техник хадими, салаһийити намәлум қораллиқ кишиләр тәрипидин етип өлтүрүлди. Йәнә бир нәпәр хитай техник хадими еғир яриланди.
Пишавур шәһириниң юқири дәриҗилик сақчи әмәлдари абдулкәрим, қораллиқ кишиләрниң салаһийити вә хитай пуқралириға һуҗум қилиштики мәқсиди һазирчә мәлум әмәсликини билдүргән болсиму, лекин у, бу вәқә афғанистан чегрисидики қәбилиләр районида паалийәт елип бериватқан ислам җәңчилириниң өч елиш һәрикити икәнликидин гумани йоқлуқини билдүргән.
Буниңдин бурун йеқинқи бир қанчә йилдин бери, пакистанда хитай пуқралириға һуҗум қилиш вәқәлири көп қетим йүз бәргән вә бәзи вәқәләрдә хитай пуқралири өлтүрүлгән иди. Бу вәқә пакистан пайтәхти исламабадтики қизил мәсчитлик радикал талипларниң исламабадтики бир хитай паһишиханисиға һуҗум қилип, 6 нәпәр хитай аялни гөрүгә еливелиш вәқәсидин кейин, қизил мәсчитлик талиплар билән пакистан һөкүмити арисида тоқунуш келип чиққан вә бу тоқунуш һазирғичә давам қиливатқан вәзийәттә йүз бәрди.
Бу вәқә қизил мәсчитлик талипларни қоллиғучиларниң һәрикити яки әмәслики һазирчә мәлум әмәс. Лекин қизил мәсчитлик талипларниң хитай паһишә аяллирини гөрүгә еливелиш вәқәси йүз бәргәндин кейин, бу вәқә хитай даирилириниң наразилиқини қозғап, пакистан ички ишлар министири аптап хан шәрподин қизил мәсчитлик талипларни җазалап беришни тәләп қилғанлиқи кишиләргә мәлум иди. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Пакистандики қизил мәсчитлик талиплар билән болған сөһбәттә илгириләш болмиди
- Қизил мәсчиттики тоқунуш давамлашмақта
- Қизил мәсчитлик талиплар рәһбири өлсиму тәслим болмамду ?
- Пакистан соти қизил мәсчит имами абдуләзизни әйиблиди
- Қизил мәсчит вәқәси хитай- пакистан мунасивәтлирини бузди
- Қизил мәсчит вәқәси хитай - пакистан мунасивитигә зәрбә бәргән
- Пакистанниң юқири дәриҗилик әмәлдари террорлуққа қарши сөһбәт өткүзүш үчүн хитайға кәлди
- Пакистан-һиндистанларда тәбиәт һадисилиридә көплигән адәмләр қазаға учриди