Пакистанда елип берилған өзини өлтүрүвелиш характерлик һуҗумда 9 киши өлди
Шәнбә күни пакистанда йәнә қанлиқ һуҗум вә тоқунушлар йүз бәрди. Пакистанниң ғәрбий шмал районидики парачинар шәһиридә елип берилған өзини өлтүрүвелиш характерлик һуҗумда 9 киши өлгән вә 35 киши яриланған болуп шәһәр ичидики базарда елип берилған бу һуҗумда нурғунлиған докан вә машина вәйран болған. Шундақла пакистанниң шималий вәзиристан өлкисидә талибанларни қоллайдиған милитанларниң бир һәрбий понкитиға һуҗуми нәтиҗисидә 4 пакистан әскири өлгән вә 4 әскәр яриланған. Пакистан армийә баянатчиси генрал ваһид әршәдниң билдүрүшичә, тоқунушларда 10 милитант пакистан әскәрлири тәрипидин өлтүрүлгән.
Шималий вәзиристан әлқаидә вә талибан қалдуқлириниң паалийәт мәркизи болуп һесаблиниду. Шуңа америка һөкүмити райондики милитантларға қарши һәрбий һәрикәт елип бериши үчүн пакистан һөкүмитигә бесим ишләтмәктә. Гәрчә пакистан һөкүмити һазирғичә кәң көләмлик бир һәрбий һәрикәт башлатмиған болсиму, әмма районда бихәтәрлик тәдбирлирини күчәйткән. Пакистан һөкүмитиниң бу һәрикити милитанларниң пакистан армийисигә қаратқан һуҗумлирини көпәйтишигә сәвәб болмақта.
Пакистан президенти пәрвиз мушәррәп өткән йили шималий вәзиристандики қәбилиләр билән тинчлиқ келишими имзалиған иди. Келишимгә асасән пакистан һөкүмити шималий вәзиристандики һәрбий тазилаш һәрикитини тохтитишни вә қәбилиләр болса районда чәтәллик милитанларниң паалийәт елип беришигә рухсәт қилмаслиқни вәдә қилған.
Лекин пакистан армийисиниң өткән ай ислам абадтики қизил мәсчиткә қаратқан һуҗумидин кейин, шималий вәзиристандики қәбилиләр пакистан һөкүмити билән имзаланған келишимни бикар қилған. Пакистан армийисиниң қизил мәсчитгә қарита елип барған һәрбий һәрикитидин кейин пакистанда вәзийәт җиддийләшкән болуп, пакистанниң һәр қайси районлирида елип берилған н һуҗумлар вә йүз бәргән тоқунушларда һазирғичә 200дин артуқ адәм өлди. (Өмәр қанат)
Мунасивәтлик мақалилар
- Талибанлар гөрүгә елинған корийиликләр мәсилиси үстидә корийә һөкүмити билән сөһбәтләшмәкчи
- Әлқаидичиләр пакистанға һуҗум қилиш һәққидә 8 - айниң 1 - күни видио хәвири тарқатти
- Талибанлар гөрүгә елинған йәнә бир корийиликниң өлтүрүлгәнликини ашкарилиди
- Талибанлар гөрүгә елинған корийиликләрни қоюп беридиғанлиқини билдүрди
- Әсиргә чүшүшкә рази болмиған талибан каттибеши өзини партлитивалди
- Президент мушәррәпниң қйинчилиқи күнсири көпәймәктә
- Талибанлар тәрипидин гөрөгә елинған икки герман пуқрасии өлтүрүлди
- Пакистанда хитай пуқралири йәнә һуҗумға учриди
- Әлқаидә , пакистанлиқларни һөкүмәткә қарши өч елишқа чақирди