Наваз шәриф пакистандин қайтуруп чиқириветилди
2007.09.10
10-Сентәбир исламабад айродромиға йетип кәлгән сүргүндә яшаватқан пакистан сабиқ баш министири наваз шәриф, иқтисадий җинайәт билән әйиблинип , шу күни сәуди әрәбистанға учидиған айропиланға йоллинип, пакистандин қайтуруветилди.
Ерусалем почта гезитидә хәвәр қилинишичә, қара кийингән пакистан алаһидә әтрәт әзалири айродромға киргән һәмдә шәриф әпәндини қоршивалған вә униңдин паспортини тапшурушни тәләп қилған болсиму, шәриф әпәнди паспорт тапшурушни рәт қилған.
Наваз шәриф йәкшәнбә күни лондондин пакистанға қарап учуш алдида , пакистан президенти генерал пәрвиз мушәррәп агаһландуруш берип, һөкүмәтниң шәриф әпәндини қолға елиши вә пакистандин қоғлап чиқириветиши мумкинликини оттуриға қойған иди.
Шәриф әпәнди 1999- йили һоқуқини пәрвиз мушәррәпниң һәрбий һакимийитигә тартқузуп қойған болуп, у бу йил ахирида пакистанда өткүзүлидиған президент сайлимида президент пәрвиз мушәррәпкә җәң елан қилиш нийитини ипадилигән.
Мәлум болушичә, шәриф әпәндиниң иқбалиға чиққан униң қоллиғучилири билән сақчилар арисида тоқунуш йүз бәргән болуп, сақчилар тосуқ қуруп шәриф әпәндини қоллиғучи аммини униң билән көрүшкили қоймиған.
Америка ақсарай, шәриф әпәндиниң пакистандин қайтуруветилишини пакистанниң ички иши, дәп сүрәтлигән болсиму, әмма бу йил күздә пакистанда елип берилидиған сайламниң адил болушини үмид қилидиғанлиқини ипадилиди. (Җүмә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Һиндистандики партлашта аз дегәндә 20 киши өлди
- Нигерийидә бир хитай аял өлтүрүлди
- Пакистанниң қутқузуш буюмлири уйғурларниң көңлини уталамду ?
- Хитай, уйғур паалийәтчиләрни тапшуруши һәққидә пакистанға бесим қилмақта
- Пакистанда елип берилған өзини өлтүрүвелиш характерлик һуҗумда 9 киши өлди
- Әлқаидичиләр пакистанға һуҗум қилиш һәққидә 8 - айниң 1 - күни видио хәвири тарқатти
- Әсиргә чүшүшкә рази болмиған талибан каттибеши өзини партлитивалди
- Президент мушәррәпниң қйинчилиқи күнсири көпәймәктә
- Пакистанда хитай пуқралири йәнә һуҗумға учриди