Пакистан-һиндистанларда тәбиәт һадисилиридә көплигән адәмләр қазаға учриди
2007.06.24
Пакистан һөкүмитиниң ашкарилишичә, пакистанда йүз бәргән қаттиқ боран-чапқунлуқ ямғур һадисиси түпәйлидин пакистанниң җәнубидики әң чоң шәһәр карачида 228 адәм һаятидин айрилған. Пакистан һава райи хадимлириниң пәрәз қилишичә, қаттиқ ямғур дүшәнбә күнигичә давамлишиши, өлүм-йетим һадисилириниң көпийиши мумкин икән.
Мәзкур өлүм-йетим һадисилири асасән дегүдәк боран-чапқунлуқ ямғур зәрбисигә бәрдашлиқ берәлмигән өйләрниң гөмүрүлүп чүшүши шуниңдәк үзүлүп кәткән ток симлириниң адәмләрни соқуветиши сәвәбидин келип чиққан икән.
Бу күнләрдә йәнә һиндистанниң бир қисим җайлирида боран-чапқунлуқ ямғур вә кәлкүн апити йүз бәргән , нәтиҗидә аз дегәндә 130 ға йеқин адәм өлгән, нурғун адәм ханивәйран болған икән. (Үмидвар)
©
2007 Radio Free Asia
Мунасивәтлик мақалилар
- Пакистан талибан оқуғучилири тәрипидин гөрүгә елинған 6 хитай қоюп берилди
- Хитай пакистандин уйғур паалийәтчилирини хитайға қайтуруп беришини рәсми тәләп қилди
- Пакистанда өзбек милитантлар билән йәрлик қәбилиләр оттурисидики тоқунушлар барғансери җиддийләшмәктә
- Пакистан һөкүмити милтантлар билән келишим имзалиди
- Һиндонезийидики апәт райониға хәлқара ярдәмләр берилмәктә
- Карачидики партлашта өлгәнләрниң сани 57 гә йәтти
- Пакистанда йүз бәргән партлаш вәқәси, бушниң бу дөләттә елип бармақчи болған зияритигә тәсир көрситәлмәйду
- Қизил деңизда 2 - " титаник вәқәси" йүз бәрди