Бутто, пакистан армийисиниң пинсийигә чиққан генераллирини партлаш вәқәсигә җавабкар дәп әйиблиди
2007.10.19
Сүргүндики һаятини ахирлаштуруп пәйшәнбә күни дөлитигә қайтқан пакистанниң сабиқ аял баш министири бинәзәр бутто, шу күни уни қарши елиш паалийитидә йүз бәргән партлаш вәқәсидә пакистан армийисиниң пинсийигә чиққан генераллириниң қоли бар, дәп әйиблиди. Буттониң әскәртишичә, униңға қаритилған бу сүйиқәст вәқәсидә мәрһум президент зия ол һәққә садиқ генераллар диний әсәбий күчләрни қоллиған. Бутто бу сөзләрни франсийидә чиқидиған бир журналда елан қилди.
Хәвәрләргә қариғанда , бутто сүйиқәсттин аман - исән қутулған болсиму, лекин буттониң машина әтритигә қаритилған өзини өлтүрүвелиш характерлик һуҗумда униң қоллиғучилиридин аз дегәндә 130 адәм өлгән. Бутто, ислам диний әсәбийлириниң башқилар ярдәм қилмай туруп, бу ишни өз алдиға елип баралмайдиғанлиқини билдүргән.
1999 - Йилдин бери чәтәлдә сүргүндә яшаватқан бутто, йеқинда пакистан һәрбий рәһбири пәрвиз мушәррәп билән һоқуққа тәң шерик болуш келишими һасил қилғандин кейин, пәйшәнбә күни дөлитигә қайтип карачиға қонған иди. Шу күни уни нәччә он миңлиған киши қарши елишқа чиққан. Лекин әсәбий диний күчләр бутто пакистанға келиштин бурунла уни агаһландуруп, әгәр пакистанға кәлсә өч алидиғанлиқини елан қилған.
Сүйиқәст вәқәсидә нурғун адәм өлгән болсиму, лекин бутто бу вәқәдә ташқи дунядин зор сиясий дәсмайә топлиған болди. Америка президент ишханиси ақсарай вә явропа иттипақи вәқәни әйиблиди. Хитай һөкүмити пакистанниң муқимлиқини тилиди. Һиндистан ташқий ишлар министирлиқи, сүйиқәст буттоға қаритилған болсиму, бунчилик көп адәмниң өлүмини кәлтүрүп чиқарған бу вәқә ләнәтлинишкә тегишлик, дәп көрсәтти. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Ирақта америка һәрбий қисимлириниң һава һуҗумида 26 киши өлгән
- Пакистан президент сайлими лал мәсчитиниң көләңгүсидә қалди
- Пакистан һөкүмити, 'пакистан хәлқи бин ладинниң чақириқини қоллимайду,' деди
- Русийә йеқинда йеңи һава бомбиси синақ қилған
- Наваз шәриф пакистандин қайтуруп чиқириветилди
- Һиндистандики партлашта аз дегәндә 20 киши өлди
- Нигерийидә бир хитай аял өлтүрүлди
- Пакистанниң қутқузуш буюмлири уйғурларниң көңлини уталамду ?
- Хитай, уйғур паалийәтчиләрни тапшуруши һәққидә пакистанға бесим қилмақта