Америка вә әнглийә пакистан президенти пәрвиз мушәррәпкә бесим ишлитишни күчәйтти
2007.11.05
Пакистанда һәрбий һаләт йүргүзүлүватқан вә әдлийә хадимлири һәдәп қолға елиниватқан бир пәйттә, америка қошма штатлири вә әнглийә пакистан президенти пәрвиз мушәррәпкә бесим ишлитишни күчәйтип, президент сайлимини өз вақтида өткүзүшни тәләп қилди.
Ройтерс агентлиқида көрситилишичә, һазир оттура шәрқтә зиярәттә болуватқан америка ташқи ишлар министири кандилиза райс, мушәррәпниң чоқум һәрбий формисини селип ташлап, һәқиқий авам хәлқниң ледири болуши керәкликини тәкитлигән. У мундақ дегән: "президент мушәррәп һәрбий формисини селивитимән дегән иди. Әлвәттә бу бир чоң илгириләш."
Пакистан келәр йили январда өткүзүшни пилан қилған президент сайлими, һазир йүргүзүлүватқан һәрбий һаләт түпәйли пакистанниң ғәрб әллиридики иттипақдашлирини әндишигә селиватқан болуп, пакистан баш министири шәвкәт әзизниң билдүрүшичә, пакистанда өткүзүлидиған президент сайлими өз вақтида елип берилидикән.
Әмма пакистан баш министири, сайламниң келәр йили январда өткүзүлидиған яки өткүзүлмәйдиғанлиқи һәққидә ениқ бир нәрсә демигән.
Пакистан америкиниң әлқаидә вә талибанларға қарши күрәш қилиштики иттипақдиши болуп, мәлум болушичә, өткән бәш йил мабәйнидә америка пакистанниң һәрбий һәмкарлиқи учун пакистан тәрәпкә 10 милярд доллар иқтисади ярдәм бәргән. (Җүмә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Пакистанниң һәрбий һаләт елан қилиши хәлқара җәмийәтниң диққитини тартти
- Америка армийиси афғанистанда 80 нәпәр талибан қораллиқ унсурини өлтүрди
- Бутто, пакистан армийисиниң пинсийигә чиққан генераллирини партлаш вәқәсигә җавабкар дәп әйиблиди
- Кабулдики өзини өлтүрүвелиш характерлик һуҗумда 1 америка әскири вә 5 афған пуқраси өлди
- Ирақта америка һәрбий қисимлириниң һава һуҗумида 26 киши өлгән
- Пакистан президент сайлими лал мәсчитиниң көләңгүсидә қалди
- Пакистан һөкүмити, 'пакистан хәлқи бин ладинниң чақириқини қоллимайду,' деди
- Наваз шәриф пакистандин қайтуруп чиқириветилди
- " Талибанлар хитайниң қораллирини ишлитиватиду"