Пакистан парламент сайлими кечиктүрүлүши мумкин
2008.01.01
Пакистан даирилириниң әсли 8 - январ өткүзүш бекитилгән пакистан парламент сайлимини кечиктүридиғанлиқи һәққидә учурлар тарқалғандин кейин, пакистан өктичи партийиси һәмдә америкиниң наразилиқиға учриди.
Пакистандики өктичи партийә болған пакистан хәлқ партийиси, сайламниң кечиктүрүлүши пакистанда йәниму зор хәлқ наразилиқи һәм тоқунушларға сәвәб болуши мумкин дәп агаһландурған.
Америка ташқи ишлар баянатчиси там кәйси 31 - декабир бу һәқтә баянат берип,"әгәр пакистан парламент сайлиминиң бихәтәр өткүзүлүши мумкин болса америка униң кечиктүрүлмәсликини үмид қилиду "деди.
Әнгилийә б б с радио - телевизийисиниң тарқатқан әң йеңи учурлириға асасланғанда, пакистан президенти пәрвиз мушәррәпниң -1январ күни парламент сайлими һәққидә қарар беришиниң алдида, пакистан һөкүмәт әмәлдарлири парламент сайлиминиң кечиктүрүлүши мумкинлики һәққидики учурларни ашкарилиған.
Б б с ниң пакистанда турушлуқ мухбириниң хәвәрдә әскәртишичә, пакистан хәлқ партийисиниң рәһбири бәнәзир бутто қәстләп өлтүрүлгәндин кейин, униң 19 яшлиқ оғли из басар болуп мәзкур партийиниң рәһбәрликини өз үстигә алған, гәрчә у сайлам йешиға тошмиған болсиму, хәлқниң бәнәзирниң өлүми түпәйли күчәйгән қоллаш авази билән униң юқири авазға еришиш еһтималлиқи юқири дәп қарайдикән. Дәл мушу сәвәбтин мушәррәп һакимийитидики пакистан һөкүмити парламент сайлими вақтини кечиктүрүш арқилиқ хәлқниң һесдашлиқ түпәйли хәлқ партийисигә көпләп беләт ташлишиниң алдини елишни мәқсәт қиливатқан болуши мумкин.
Мәлум болушичә, бәнәзир бутто қәстләп өлтүрүлгәндин буян,пакистан парламент сайлими биләт ташлаш орунлиридин он нәччиси ғәзәпләнгән амминиң бузуп чеқишида вәйран болған. (Гүлчеһрә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Пакистанда зораванлиқ вә қан төкүш һәрикәтлиридә төт күндин буян 47 адәм өлди
- Бәнәзир буттониң оғли униң изини басти
- Пакистан даирилири: бәнәзир буттониң өлүмидә әл - қаидиниң қоли бар
- Сабиқ пакистан баш министири бәнәзир бутто сүйқәсткә учриди
- Пакистанниң сабиқ баш министири бәнәзир бутто ханим сүйиқәст билән өлтүрүлди
- Пакистандики икки чоң өктичи партийиниң рәислири бинәзәр бото вә наваз шерип сөһбәтләшмәкчи
- Америка ярдәмчи ташқи ишлар минстири, президент мушәррәпни демократийигә қайтшқа чақирди
- Пакистанда өктичи партийә рәһбири 'террорчи' дегән җинайәт билән әйипләнди
- Пакистан сақчилири бинәзәр буттони йәниму қаттиқ назарәт астиға алди
- Мушәррәп һәрбий һаләтни бикар қилишни рәт қилди