Пакистанниң һәрбий һаләт елан қилиши хәлқара җәмийәтниң диққитини тартти
2007.11.04
Шәнбә күни пакистан президенти пәрвиз мушәррәп пүтүн мәмликәт бойичә җиддий һәрбий һаләт қилинғандин кейин, хәлқара җәмийәтниң наразилиқ қозғалди. Йәкшәнбә күни америка ташқи ишлар министири кондализа райис америкиниң бу мәсилә һәққидики мәйданини баян қилип, америкиниң мушәррәпниң һәрбий һаләт елан қилиштин илгирила буниңға қарши чиққанлиқини билдүрди.
Америка авази радиосиниң хәвәр қилишичә, америка ташқи ишлар министирлики пакистанниң нөвәттики вәзийитидин хатирҗәмсизлик һәс қилип, пакистанниң демократик түзүмни тездин әслигә кәлтүрүшини тәләп қилидиғанлиқини из 'һар қилған.
Америка тәрәп президент пәрвиш мушәррәпниң вәдисигә вапа қилип, иккинчи нөвәт президентлиқ мөһлитини өтәштин илгири өзиниң барлиқ һәрбий рәһбәрлик вәзипилиридин истипа беришини һәмдә келәр йили 1-айда пүтүн мәмликәт бойичә сайлам елип беришни оттуриға қойған.
Б б с агентлиқиниң хәвәр қилишичә, йәкшәнбә күни һәр қайси җайлардики өктичиләрдин 500 дин артуқ адәм қолға елинған. Һөкүмәт тәрәп парламент сайлиминиң кечиктүрилидиғанлиқини билдүргән һәмдә җүмә күни мушәррәп, мустәқил аммиви ахбарат васитилирини тақаш билән алий сот рәсиниң вәзиписини қалдурған. У, бу ишларниң һәммисини пакистанниң радикал күчләрниң тәһдитигә дуч кәлгәнлики билән бағлиған болсиму, лекин өктичи вә аддий пуқраларниң наразилиқини күчәйтивәткән. ( Үмидвар)
Мунасивәтлик мақалилар
- Америка армийиси афғанистанда 80 нәпәр талибан қораллиқ унсурини өлтүрди
- Бутто, пакистан армийисиниң пинсийигә чиққан генераллирини партлаш вәқәсигә җавабкар дәп әйиблиди
- Ирақта америка һәрбий қисимлириниң һава һуҗумида 26 киши өлгән
- Пакистан президент сайлими лал мәсчитиниң көләңгүсидә қалди
- Пакистан һөкүмити, 'пакистан хәлқи бин ладинниң чақириқини қоллимайду,' деди
- Наваз шәриф пакистандин қайтуруп чиқириветилди
- " Талибанлар хитайниң қораллирини ишлитиватиду"
- Қоюветилгән корийилик 19 нәпәр христиан миссионерлири кабулдин йолға чиқти
- Талибанлар гөрүгә еливалған җәнубий корийиликтин йәнә сәккизини қоюп бәрди