Пакистан һөкүмити, пакистан хәлқи бин ладинниң чақириқини қоллимайду, деди
2007.09.22
Осама бин ладинниң, пакистан хәлқини америкиниң иттипақдиши һесабланған, президент пәрваз мушәррәпкә қарши исян көтүрүшкә чақирғанлиқи, пакистанда аз сандики бир қисим радикал гуруппилар арисида ғулғула қозғиған болуп, пакистандики кәң хәлқ аммиси арисида чоң бир тәсир қозғимиған. Пакистан һөкүмити болса, бин ладинниң пакистан хәлқини исян көтүрүшкә чақирған баянатини, көлкүлүк бир чақириқ дәп, көрсәтмәктә.
Пакистан президенти пәрваз мушәррәпниң баянатчиси рашит қурәйши, җүмә күни мухбирларға бәргән баянатида, пакистан һөкүмитиниң бин ладинниң чақириқиға җавап қайтуруш арқилиқ, бинладинға сорун яритип беришни халимайдиғанлиқини билдүрүп, пакистан хәлқи бин ладинниң чақириқи билән һечқачан қораллинип, исян көтүрмәйду, деди.
Лекин америка бирләшмә агентлиқиниң билдүрүшичә, гәрчә бин ладинниң чақириқи пакистандики кәң хәлқ аммисиниң қоллишиға еришәлмигән болсиму, әмма пакистанниң, террорчилиққа қарши урушта америкиниң сепида орун алғанлиқиниң пакистанниң муқимлиқиға елип кәлгән сәлбий тәсири һәққидә, пакистанда җиддий муназирә қозғиши мумкин икән.
Шундақла, пакистан разветка хадимлири җүмә күни, пакистан даирилириниң бин ладинниң чақириқиға җиддий қарап, бихәтәрлик тәдбирлирини күчәйткәнликини билдүрмәктә.
Бин ладин пәйшәнбә күни телевизорларда көрситилгән синалғу линтисида, июл ейида пакистан һәрбий қисимлириға ислам - абадтики қизил мәсчитгә һуҗум қилиш тоғрисида буйруқ бәргәнлики үчүн, пакистан президенти пәрваз мушәррәпни капир дәп атиған.
Америка разветка хадимлири, пакистан һөкүмити билән пакистан-афғанистан чегра районидики қәбилиләр оттурисида имзаланған тинчлиқ келишиминиң, әлқаидә тәшкилатиға, қайтидин тәшкиллинип, паалийәтлирини күчәйтиши үчүн яхши пурсәт яритип бәргәнликини баян қилишмақта. (Өмәр қанат)
Мунасивәтлик мақалилар
- Наваз шәриф пакистандин қайтуруп чиқириветилди
- " Талибанлар хитайниң қораллирини ишлитиватиду"
- Қоюветилгән корийилик 19 нәпәр христиан миссионерлири кабулдин йолға чиқти
- Талибанлар гөрүгә еливалған җәнубий корийиликтин йәнә сәккизини қоюп бәрди
- Талибан гөрүгә елинған корийиликләр мәсилисидә йеңи сөһбәт башлиди
- Һиндистандики партлашта аз дегәндә 20 киши өлди
- Нигерийидә бир хитай аял өлтүрүлди
- Пакистанниң қутқузуш буюмлири уйғурларниң көңлини уталамду ?
- Һизби тәһрирниң җакартадики йеғилишиға 80 миңдин артуқ адәм қатнашти