Хитай баш министири вен җябав пакистандики зияритини башлиди


2005.04.05

Җәнубий асия дөләтлиридики зиярәт сәпириниң тунҗи бекити пакистанға йетип барған хитай баш министири вен җябав, пакистан - хитай сияси мунасивитиниң мустәһкәмликини көрситишкә тиришиши мумкин. Амма иқтисади һәмкарлиқни кеңәйтиш вен җябавниң зиярәт күнтәртипидики муһим тема һесаблинидикән.

Вен җябав, сода санаәтчиләр вә һөкүмәт әмәлдарлирини асас қилған 70 кишилик вәкилләр өмикини башлап, сәйшәнбә күни пакистан пайтәхтигә қонди. У, шу күни пакистан баш министири шавкәт әзиз билән сөһбәт өткүзгән. Вен җябав, чаршәнбә күни исламабадтики асия әллириниң министирлар йиғинида сөз қилиду. У, пакистанниң лаһор шәһирини зиярәт қилиши мумкин.

Пакистан хитайниң уйғур мустәқиллиқ һәрикитини бастурушиға һәмкарлишиватқан җәнубий асиядики йеқин иттипақдиши шундақла хитайниң асаслиқ қорал - ярақ херидари.

Вен җябав пакистандики зияритини башлашниң сәл алдида, пакистан деңиз армийиси хитай билән 4 дана һәрбий парахот сетивелиш келишими имзалиған. Хитайлар пакистанни ядро електир истансиси қуруш, гвадарға чоңқур су портини селиш түрлирини өз ичигә алған нәччә йүз милйон долларлиқ иқтисади тәрәққият мәблиғи билән тәминлимәктә. Буниңға кетидиған мәбләғниң көп қисимини хитай тәрәп үстигә алған. Амма пакистан һөкүмити гвадар портиниң хитай деңиз армийисиниң пайдилинишиға берилидиғанлиқини рәт қилмақта.

Ройтерс ахбаратагентлиқиниң хәвәр қилишичә, вен җябав бу сәпиридә пакистан билән 19 түрлүк келишим имзалайдикән. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.