Пакистан президенти хитайдики зияритини башлиди
2006.02.19
Пакистан президенти пәрвәз мушәррәф йәкшәнбә күни бейҗиңға йетип келип, бу йәрдики 5 күнлүк зияритини башлиди. Униң бу қетимлиқ сәпириниң асаслиқ мәқсити икки дөләт оттурисидики иқтисадий вә енергийә һәмкарлиқни күчәйтиш икән.
Америка бирләшмә агентлиқиниң хәвиргә қариғанда, мушәррәф хитайдики зияритидә җәрянида хитай дөләт рәиси ху җинтав вә баш министир вен җябав башчилиғидики юқири дәриҗилик хитай рәһбәрлири билән көришидикән. Мушәррәф хитайға меңишниң алдида, икки дөләт рәһбәрлириниң бу қетим қандақ қилип икки дөләтниң иқтисадий мунасивитини кеңәйтиш һәмдә дөләт мудапиә вә енергийә җәһәттики һәмкарлиқни күчәйтиш һәққидә сөһбәтлишидиғанлиқини ейтқан.
У йәнә, "бизниң мунасивитимиз нурғун синақлардин өткән һәмдә кәң асасқа игә шундақла барлиқ саһәдики мунасивәтлиримиз наһайити қоюқтур" дәп билдүрди. Хитай билән пакистан узун йиллиқ йеқин хошна дөләтләр болуп, хитай йәнә пакистанниң әң чоң қорал тәминлигүчи дөлитидур. Шундақла илгири ғәрб әллири хитайни пакистанға балистик башқурилидиған бомбиларни сатқанлиқи билән әйибләп кәлгән иди.
Мушәррәфниң хитайға қилған сәпиридин 3 күн авал пакистанниң балучистан өлкисидә ишләйдиған 3 нәпәр хитай енжинери һөкүмәткә қарши йәрлик күчләр тәрипидин етип өлтүрүлгән иди. Әмма хитай даирилири бу вәқәниң икки дөләт мунасивитигә тәсир йәткүзмәйдиғанлиқини билдүрди. (Пәридә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Пакистанда өлтүрүлгән хитай инженирлириниң җәсиди үрүмчигә қайтуруп келинди
- Пакистан президенти мушәррәф хитайни зиярәт қилмақчи
- Пакистан хитайдин ядро реактор қазини сетивелиш үстидә сөһбәт елип бармақта
- Хитайниң пакистандики әлчиханиси тәһдит хети тапшурувалған
- Ш һ т пакистанни көзәткүчи салаһийитидә қобул қилишни музакирә қилмақта