Пакистан хитайдин ядро реактор қазини сетивелиш үстидә сөһбәт елип бармақта


2006.01.03

Әнгилийидә чиқидиған " пул - муамилә гезити" ниң сәйшәнбә күни хәвәр қилишичә, пакистан һөкүмити хитайдин көп болғанда 8 данә ядро реактор қазини сетивелиш мәсилиси бойичә сөһбәт елип бармақта. Мәзкур гезитниң ашкарилишичә, бу содиниң қиммити 7 милярд доллардин 10 милярд долларғичә йетиши мумкин. Исмини ашкарилашни халимайдиған юқири дәриҗилик пакистан әмәлдарлири ядро реактор қазини қурулушиниң - 2015 йили башлинип 10 йилда пүтидиғанлиқини билдүргән.

Пакистан баш министири шәвкәт әзизи, өткән һәптә хитай тәрәпниң ярдими билән қурулған чәшмә ядро истансисиниң ечилиш мурасимиға иштирак қилған.

Пакистан өткән йили 9 - айда америка қатарлиқ ғәрб әллиридин пакистанниң тинчлиқ мәқсәтлири үчүн ишлитидиған ядро техникисини тәрәққи қилдурушиға ярдәм беришни тәләп қилған. Әмма пакистан ядро пәнләр алими абдулқадир ханниң 2004 - йили иран, шималий корийә вә ливийә қатарлиқ дөләтләрни ядро техникиси билән тәминләш вәқәсидин кейин, хәлқара җәмийәт пакистан ядро қурулушиниң бихәтәрликидин әндишә қилишқа башлиған.

Пакистанниң тунҗи ядро истансиси 1974 - йили канаданиң ярдими билән қурулған болсиму, лекин ғәрб әллири америкиниң бесими астида пакистан билән ядро һәмкарлиқи елип беришни тохтатқан иди. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.