Пакистан қисқа мусапилиқ башқурилидиған бомба синиқи елип барди


2004.12.08

Пакистан билән һиндистан әмәлдарлири кәшмир мәсилисини сөһбәт арқилиқ һәл қилишқа тиришиватқан мәзгилдә, пакистан чаршәнбә күни ядро оқ бешиға игә қисқа мусапилиқ башқурулидиған бомба синиқи елип барди.

Әмма пакистан дөләт мудапиә министирлиқиниң әмәлдарлири, бу қетимлиқ башқурулидиған бомба синиқиниң һиндистан билән пакистан оттурисидики сөһбәтни давамлаштурушқа һечқандақ сәлбий тәсир көрсәтмәйдиғанлиқини һәмдә буниң бир сиясий сигналму әмәсликини тәкитлиди.

Америка бирләшмә агентлиқиниң хәвиригә қариғанда, пилан бойичә һиндистан вә пакистан әмәлдарлири келәр һәптидин башлап, ядролуқ қораллар вә даимий түрдики қорал-ярақ саһәсидә өз-ара ишиниш чарилири тоғрисида сөһбәт өткүзмәкчи. Әмма һиндистан һөкүмити бу қетимлиқ ядро синиқи һәққидә техи дәрһал инкас қайтурмиди.

Пакистан билән һиндистан 1998 - йили ядро синиқи елип барғандин буян, икки дөләт һазирғичә көп қетим ядролуқ башқурулидиған бомба синақлирини қилған болуп, бу қетимлиқи пакистанниң 10 күн ичидә қоюп бәргән иккинчи қетимлиқ башқурулидиған бомбиси һесаблиниду. Буниң билән пакистан мушу йилдила 6 қетим ядро синиқи елип барди. (Пәридә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.