Японийә һөкүмити хитай парахотлириниң японийә деңиз тәвәликигә киришигә қаршилиқ билдүрди


2004.12.08

японийә һөкүмити чаршәнбә күни хитайниң деңиз-окян тәкшүрүш парахотиниң японийигә қарашлиқ иқтисадий деңиз райониға киришигә қаршилиқ билдүрүп, хитай һөкүмитиниң бундақ қилишни дәрһал тохтитишини йәнә бир қетим тәкитлиди.

Ройтерс ахбарат агентлиқиниң хәвиридә көрситилишичә, японийә ички кабентиниң баш секритари хироюки хосада бу һәқтә, "биз хитай һөкүмитиниң бу хилдики паалийәтләр билән әмди қайта шоғулланмаслиқини күчлүк тәләп қилимиз. Хитайниң бу һәрикитидин мән толиму әпсусландим" дәп билдүрди.

японийиниң иқтисадий деңиз райониға киргән бу парахот, хитайниң " пән-техника 1 - номур" намлиқ чарлаш парахоти болуп, буниң билән хитай парахотлириниң японийә деңиз райониға кириш вәқәси 21 қетим йүз бәрди.

Хитай парахоти японийиниң окиноторишима арилидин 300 километир йирақлиқта паалийәт елип барған болуп, хитай һөкүмити бу аралниң пәқәт бир қорам таш һесаблинип, буни японийиниң иқтисадий деңиз райониға тәвә дәп бекитишкә болмайдиғанлиқини тәкитләйду.(Пәридә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.