Ирақта партлаш вәқәси йүз берип, 47 адәм һаятидин айрилди
2004.09.14
Ирақниң пайтәхти бағдатта чоң партлаш йүз берип, 47 адәм қаза қилған, 100 дин артуқ адәм яриланған. Сәйшәнбә күни йүз бәргән мәзкүр партлаш вәқәси сәвәбидин, бағдат шәһәр хәлқи сарасимгә чөмгән .
Ирақ даирилири, өлгүчиләр саниниң йәнә артидиғанлиқини,партлаш йүз бәргән һайфа кочисида техи өткән һәптидила 15 адәмниң тоқунушта өлгәнликини билдүрди .
Буниңдин сирт, қаршилиқ көрсәткүчи қораллиқ күчләр, ирақ йеңи һөкүмитиниң сақчи вә армийә оргиниға илтимас қилғучиларғиму һуҗум қилип, 12 нәпәр сақчини етип өлтүргән,икки сақчини еғир ярландурған.
Ирақтики қаршилиқ көрсәткүчи қораллиқ күчләр, ерақ йеңи һөкүмити вә америка армийәсигә қарши һуҗум һәркитини давмлаштурмақта. (Әқидә)
©
2004 Radio Free Asia