Мисирдики исраилийә саяһәтчилиригә қаритилған һуҗумда 27 адәм өлди


2004.10.08

Мисирниң қизил деңиз бойидики саяһәт шәһири таба билән таба әтрапидики икки саяһәт орнида пәйшәнбә күни кечиси бомба партлап, аз дегәндә 27 адәм өлди. Өлгәнләрниң көп қисими исраилийәликләр болуп, уларниң 25 нәпири табадики хилтон миһманханида йүз бәргән партлаш вәқәсидә һаятидин айрилған. Вәқәдә 120 дәк кишиниң яриланғанлиқи елан қилинди. Исраилийә даирилири, вәқә аптомобилға орунлаштурулған бомбиниң партлишидин келип чиққанлиқини билдүргән. Партлашниң күчи миһманханини еғир дәриҗидә вәйран қилған.Исраилийә қутқузуш хадимлири исраилийә - мисир чегрисидин өтүп табадики хилтон миһманханисиға барди.

Партлашниң қалған иккиси таба әтрапидики нувайба вә рас әл султан дигән җайларда йүз бәргән болуп, нувайбадики партлаш вәқәсидә икки исраилийилик саяһәтчи өлгән. Мисирниң исраилийә чегрисидики таба раюни асаслиқи исраилийиликләрниң дәм алидиған саяһәт орни иди. Вәқәдин кейин мисирниң синай арилида саяһәт қиливатқан нәччә миң исраилийилик дөлитигә қайтти. Исраилийә һөкүмити бу йил 9 - айда пуқраларни мәзкур раюнға саяһәт қилмаслиқ тоғрисида агаһландурған. Исраилийә муавин дөләт мудапиә министири, вәқәниң әл қайдә вә яки униң билән мунасивәтлик бирәр тәшкилат тәрипидин елип берилған болуш иһтималлиқини илгири сүргән. Пәләстин радикал ислам тәшкилати хамас вәқә билән мунасивити йоқлиғини җакарлиған. Вәқә йүз бәргән күн йәһудилар суккот байриминиң ахирқи кечисигә тоғра кәлди. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.