Бағдаттики партлашта 13 киши қаза қилди


2004.12.13

Ирақниң сабиқ президенти садам һүсәйинниң қолға елинғанлиқиға бир йил тошқан күни, дүшәнбә ирақ пайтәхти бағдатта өзини өлтүривелиш характерлик партлаш йүз берип 13 кишиниң өлишини кәлтүрүп чиқарди.

Америка бирләшмә ахбарат агентлиқиниң хәвәр қилишичә, әл-қаидә тәшкилатиға четишлиғи бар бир киши һәйдигән машина, дүшәнбә күни америкиниң бағдаттики әлчиханиси вә вақитлиқ ирақ һөкүмити җайлашқан йешил районниң тәкшүрүш понкитиға бөсүп киргәндә партлиған һәмдә нәқ мәйданда 13 киши өлүп 15и яриланған.

Америка һөкүмити садам һүсәйин һөкүмитини ағдуруп ташлиғандин буян, садамниң қоллиғучилири ирақта түрлүк қаршилиқ һәрикәтлирини елип барған болуп, 2003 - йили 3 -айдин һазирғичә болған арилиқта ирақта қаза қилған америка әскириниң сани 1300 гә йәтти.

Ирақ вақитлиқ һөкүмитиниң президенти ғази әл явер дүшәнбә күни б б с радиосиниң зияритини қобул қилғанда, америка башчилиғидики бирләшмә армийиниң садам һүсәйинни ағдуруп ташлиғанда, ирақ армийисини қоралсизландуришиниң хата икәнликини билдүрди.(Пәридә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.