Дағистанда пойиз партлиди
2005.08.28
Йәкшәнбә күни русийиниң дағистан җумһурийитидә бир пойиз партлап, вагонлар релистин чиқип кәткән.
Ббс агентлиқиниң учуридин мәлум болушичә, вәқә йүз бәргән җайда вә дағистанниң пайтәхти махачқала шәһиридә етишишлар йүз берип, сақчи хадимлири яриланған.
Партлашқа учриған пойиз пассаҗирлар пойизи болуп, униңда тәхминән 400дин 500 ғичә адәм барлиқи билдүрүлгән болсиму, әмма өлгән вә яриланғанларниң сани ениқ әмәс.
Дағистан чечинийигә қошна болуп, бу йәрдә қумуқ, лезгин, авар қатарлиқ түркий вә кавказ тиллири аилисигә мәнсуп 30 нәччә мусулман милләт яшайдиған мурәккәп бир җумһурийәттур.
Йеқинқи йиллардин буян мәзкур җумһурийәттә сақчиларға һуҗум қилиш, истратегийилик нуқтиларни партлитиш вәқәлири көпләп йүз бәрмәктә. Һәтта бу йил май ейида дағистан җумһурийитиниң миллий сиясәт ишлири министири өлтүрүлгән иди.
Русийә һөкүмити дағистанниңму худди чечинийидәк мустәқиллиқ тәрәпдарлиқидики җумһурийәткә айлинип, омумий йүзлүк қаршилиқ һәрикәтлириниң йүз беришидин әндишә қилмақта. (Үмидвар)