Истанбулда партлаш вәқәси йүз бәрди
2006.02.09
Түркийиниң истанбул шәһиригә җайлашқан сақчи идарисиниң йенидики бир интернит чайханисида бир бомбиниң партлиши нәтиҗисдә 16 киши яриланған болуп, яриланғанлар арисида 6 сақчиму бар икән.
9 - Феврал күни бу һәқтә берилгән хәвәрдин мәлум болушичә, мәзкур партлашниң мәсулийитини күрдистан азатлиқ һәрикити исимлик бир күрд тәшкилати өз үстигә алған.
Партлаш йүз бәргән мәзкүр ентернит чайханиси, түркийиниң террорчилиққа қарши алаһидә қисимлириниң истанбулдики мәркизиниң йенида болғачқа, бу ентернит чайханиси сақчиларниң учришиш мәркизигә айлинип қалған икән.
Хәвәрләргә қариғанда, йеқиндин бери түркийиниң һәр қайси җайлирида болупму истанбул шәһиридә, радикал ислами гуруппилар, күрд террорлуқ тәшкилатлири вә радикал солчи гурупплири паалийәтлирини күчәйтмәктә.
2003- Йили ноябир ийида йәнә истанбул шәһиридә, әлқаидә тәшкилати билән мунасивити болған радикал ислами тәшкилатлар тәрипидин елип берилған өзини өлтүрүвелиш характерлик һуҗумларда 60 киши өлгән иди. (Әқидә)