Америка, хитайдин сахта мал ишләпчиқарғучиларни қаттиқ җазалашни тәләп қилди
2005.01.09
Америкиниң сода министири дон иванис йәкшәнбә күни хитай һөкүмитиниң, хитайдики әқлий әмгәк мәһсулатлириниң патент һоқуқини оғрилиған сахта мал ишләпчиқарғучиларни қаттиқ җазалишини тәләп қилди.
У хитайға қилидиған сәпириниң һарписида агаһландуруп, "хитай һөкүмити кәң көләмдә мәвҗут боливатқан сахта мал ясаш җинайәтлирини бастуруш ирадисини ипадиләш үчүн, бу хил җинайәтләрни садир қилғанларни түрмигә ташлашқа башлиши керәк" диди.
Ройтерс агентлиқиниң хәвиригә қариғанда, хитай ширкәтлири америка ширкәтлириниң ишләпчиқарған музика, кино филимлиридин тартип, туғут чәкләш дорисиғичә болған һәр хил маллириниң патентини оғрилап, һәр йили америка ширкәтлирини нәччә милярд долларлиқ зиянға учратмақта. Хитай даирилири гәрчә әқлий әмгәк мәһсулатлириниң патнент һоқоқини қоғдайдиғанлиқини билдүргән болсиму, әмма униңға хилаплиқ қилғучиларға пәқәт аз миқтарда җәриманә қойиду.
Америка сода министири дон иванис хитай һөкүмитиниң нөвәттә қолланған әқлий әмгәк мәһсулатлириниң патент һоқуқини қоғдаш һәққидики тәдбирлириниң йитәрлик әмәсликини тәкитләп, өзиниң киләр һәптә хитайдики зиярити җәрянида, хитай рәһбәрлиригә бу мәсилини оттуриға қойидиғанлиқини көрсәтти.(Арзу)