Америка, әқлий мүлүк һоқуқи вә тоқумичилиқ мәһсулатлирини екиспорт қилиш мәсилисидә бейҗиңни агаһландурди
2005.06.02
Бейҗиңни зиярәт қиливатқан америка сода министири гутерис пәйшәнбә күни әқлий мүлүк һоқуқи вә хитай тоқумичилиқ мәһсулатлирини екиспорт қилиш мәсилисидә хитайни агаһландурди.
Америка бирләшмә ахбарат агентлиқиниң хәвиригә қариғанда, гутерис " америка вә хитай тоқумичилиқ мәһсулатлири содиси мәсилисидә, йәнә сөһбәтлишиш имканийити бар. Бирақ әқлий мүлүк һоқуқиға дәхлий тәруз қилиш мәсилиси болса җинайи қилмиш. Буни чоқум җинайи ишларни бир тәрәп қилиш йоли билән һәл қилиш керәк" деди.
У йәнә хитайниң тоқумичилиқ мәһсулатлирини екиспорт қилиш мәсилисини яхши бир тәрәп қилмиғанда, башқа әлләрдә содида қоғдиниш еқимини кәлтүрүп чиқириш хәвпи барлиқини тәкитлиди.
Америка сода министири гутерис пәйшәнбә күни бейҗиңға йитип кәлгән болуп,у хитай әмәлдарлири билән үч күн сөһбәттә болиду. Гутерис йәнә хитай сода минситири бошиләй вә муавин баш министир вуйи билән учрушуп, хитайниң тоқумичилиқ мәһсулатлирини екиспорт- импорт қилиш мәсилисини музакирә қилиду.
Америка вә яврупа иттипақи йеқинда, хитайниң бир қисим тоқумичилиқ мәһсулатлириға сан чәклимиси қоюп, хитайниң қаттиқ наразилиқини қозғиған . Бу йил 1 - айда туқумичилиқ мәһсулатлириға қаритилған хәлқара сан чәклимиси бикар қилинғандин буян, хитайниң тоқумичилиқ мәһсулатлири екиспорти интайин тез ашқан иди. (Арзу)
Мунасивәтлик мақалилар
- Президент буш хитайни диний вә ахбарат әркинлики мәсилисидә агаһландурди
- явропа иттипақи хитайниң тоқумичилиқ маллириға чәклимә қоюшни агаһландурди
- Америка- хитай сода мунасивитини қайта тәлтөкүс мөлчәрләш керәк
- Америка хитайдики қанунсиз көчүрүп тарқитиш мәсилисини қаттиқ тәнқид қилди
- Америка органлири һөкүмәттин хитайниң әқлий мүлүк һоқуқиға хилаплиқ қилмишлириға тәдбир қоллинишни тәләп қилди