Пәләстин вә исраилийә рәһбәрлири тоқунушни тохтитидиғанлиқини җакарлиди
2005.02.08
Пәләстин вә исраилийә рәһбәрлири, мисирда өткүзүлгән учришишта тоқунушни тохтитидиғанлиқини җакарлиди
Исраилийә министири ариял шарун билән пәләстин рәһбири мәхмут аббас нөвәттә мисирда елип бериватқан сөһбитидә, икки тәрәпниң бир - бири билән болған тоқунушларни тохтидиғанлиқини җакарлиди.
Исраилийә министири ариял шарон, пәләстингә қарита елип бериватқан һәрбий һәрикитини тохтидиғанлиқи һәққидә вәдә бәрди.
Бу 2000 -йили икки тәрәп оттурисидики тоқунуш партлиғандин кейин тунҗи қетим, пәләстин вә исраилийиниң юқири дәриҗилик рәһбәрлириниң бир ариға келип сөһбәт елип бериши һесаблиниду.
Әнгилийә б б с радио - телевизийә ширкитиниң хәвиридә ейтилишичә, махмут аббасму, пәләстиндики һәр қайси қаршилиқ көрсәткүчи күчләрниң ғәйри рәсмий йосунда елип бериватқан партизанлиқ һәрикәтлирини тохтидиғанлиқи һәққидики вәдисигә еришкән.
Оттура шәрқтә зиярәттә боливатқан, америка ташқи ишлар министири кондилиза райисниң түрткиси астида, пәләстин билән исраилийә рәһбәрлири тинчлиқ асасида сөһбәт башлиди. (Әқидә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Пәләстин билән исраилийә пат арида уруш тохтитиш келишими имзалиши мумкин
- Исраилийә ғәрбий қирғақтин қошун чекиндүрүшни пиланлимақта
- Шарон, пәләстин қораллиқ күчлиригә зәрбә бериш һәққидә буйруқ чүшүрди
- Шарун пәләстин билән болған мунасивәтни үзди
- Дуня җамаәтчилики маһмут аббасниң сайланғанлиқини еһтиятчан үмидварлиқ билән қарши алди
- Пәләстиндә президент сайлими өткүзүлди
- Шарон пәләстин дөлити қурулушиниң мумкинчилики һәққидә бишарәт бәрди
- Америка исраилийиниң хитайға қорал сетишиға қайта наразилиқ билдүрди