Пәләстин йеңи һөкүмити қурулди
2007.06.17
Хамас билән фатаһ арисидики қораллиқ тоқунушта хамас ғәзза районида үстүнлүкни игилигәндин кейин пәләстин һөкүмитиниң рәиси махмуд аббас бирләшмә һөкүмәтни бикар қиливетип, йәкшәнбә күни йеңи һөкүмәт тәсис қилди шуниңдәк хамас тәшкилатиниң қораллиқ күчлирини қанунсиз дәп җакарлиди.
Б б с агентлиқиниң хәвәрлиригә асасланғанда, хамас тәшкилатиниң адәмлири кирмигән йеңи һөкүмәт рамалла шәһиридә қәсәм бериш мурасими өткүзгән болуп, қәсәм беришкә махмуд аббас риясәтчилик қилди. Бу һөкүмәткә пәләстинликләрниң һөрмитигә еришкән партийисиз әрбаб, иқтисадшунас салам фаяд баш министир болған. Йеңи һөкүмәт қәсәм берип, пәләстин асасий қануниға бойсунуп, пәләстинликләрни иттипақлаштуридиғанлиқини җакарлиған. Демәк, нөвәттә, мәзкур йеңи һөкүмәт хамас-фатах бирләшмә һөкүмитиниң орнини игилигән.
Бирақ, хамас тәшкилати бу һөкүмәтни етирап қилмиған болуп, пәләстинни йәнила өзлири идарә қилидиғанлиқини билдүрүшкән. Нөвәттә, иордан дәрясиниң ғәрбий қирғиқи йәнила фатахниң қолида болуп, пәләстин икки партийә күчлири тәрипидин айрим-айрим идарә қилинмақта.
Хәвәрләргә қариғанда, исраилийә ғәззә районини йеқилғу билән тәминләшни тохтатқан. Пәләстин мәсилиси б д т , америка, русийә, исраилийә һөкүмәтлири тәрипидин җиддий музакирә қилинмақта.(Үмидвар)
Мунасивәтлик мақалилар
- Ливанда тоқунуш йүз бәрди
- Исраилийә пәләстин йеңи һөкүмитидин исраилийини етирап қилишни тәләп қилди
- Райис, пәләстинликләрниң дөләт қурушиға ярдәм беришкә вәдә қилди
- Һәсән нәсрулла исраилийигә қарши очуқ уруш елан қилди
- Путин билән буш хамасниң москва зиярити һәққидә сөзләшти
- Русийә йәнә дипломатийилик оюн ойнаватамду?
- Русийиниң "хамас" ни тәклип қилиши исраилийиниң ғәзипини қозғиди
- Русийә даирилири хамасни москваға тәклип қилди
- Хамас рәһбири хәлқарани пәләстингә қиливатқан ярдәмни тохтатмаслиққа чақирди
- Намайишчилар аббасниң истипа беришини тәләп қилди