Оттура шәрқ тенчлиқ мәсилиси хадимлири тенчлиқ вәкили билайер билән учрашти
2007.07.19
Оттура шәрқ тенчлиқ мәсилиси буйичә хәлқара 4 тәрәп келишим хадимлири, пәйшәнбә күни португалийә пайтәхти лиссабунда, мәзкүр тәшкилатниң йеңи тенчлиқ вәкили - әнгилийиниң сабиқ баш вәзири блайер билән учрашти.
Хәвәрләргә қариғанда, бу қетимқи учришишта блайерниң оттуриға қойидиған йеңи пиланлири үстидә музакирә елип бериш билән биргә, америка президенти җорҗ бушниң дүшәнбә күни исраилийә билән пәләстинниң тенчлиқини қолға кәлтүрүш үчүн хәлқара йиғин чақириш тәшәббүси музакирә қилинидикән.
Оттура шәрқ тенчлиқ мәсилиси буйичә хәлқара 4 тәрәп тәшкилати, америка , русийә, бирләшкән дөләтләр тәшкилати вә яврупа иттипақидин тәшкилләнгән болуп, әслидә бу тәшкилат өткән ай йиғин чақиришни пилан қилған иди. Бирақ хамас тәшкилати билән махмут аббас һөкүмити оттурисида йүз бәргән тоқунушлар түпәйли йиғинниң вақти кечиктүрүлгән .
Блайер өткән ай әнгилийиниң баш вәзирлик вәзиписидин истипа бәргәндин кейин, оттура шәрқ тенчлиқ мәсилиси буйичә хәлқара 4 тәрәп тәшкилатиниң тенчлиқ вәкили болушқа қошулған иди.(Әқидә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Җорҗ буш хәлқара йиғин чақирип оттура шәрқниң тенчлиқини қолға кәлтүрүшни тәшәббус қилди
- Исраилийә һөкүмити 250 тутқунни қоюп бериду
- Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати ирандин яш - өсмүрләрни қәтлиам қилишни тохтитишни тәләп қилди
- Пәләстин йеңи һөкүмити қурулди
- Иран хитайда истратегийилик нефит записи амбири қуруш пилани үстидә хитай билән сөһбәтләшмәктә
- Ливанда тоқунуш йүз бәрди
- 6 Дөләт берлинда иран ядро мәсилиси музакирисини башливәтти
- Генерали вилям фалон: иран ядро мәсилисини сөһбәт арқилиқ бир тәрәп қилишни халаймән
- Әхмәди ниҗат 4 - април күни әнгилийиниң 15 әскирини қоюп бәргәнликини җакарлиди
- Буш иранниң әнгилийә тутқунлирини қоюп беришни тәләп қилди
- Иран билән әнгилийә оттурисидики мунасивәт җиддиләшмәктә
- Иран ғәрб дөләтлирини иранға һуҗм қилмаслиқ тоғрисида агаһландурди