Кондализа райс оттура шәрқ зияритини башлиди
2007.10.14
Америка ташқи ишлар министири кондализа райс өзиниң оттура шәрққә қаратқан муһим зияритиниң биринчи бекити сүпитидә йәкшәнбә күни исраилийигә йетип келип, исраилийә баш министири ормут билән көрүшти.
Америка авази радиосиниң хәвәр қилишичә, райс ханим бу һәптидә йәнә пәләстин миллий һөкүмитиниң рәиси махмуд аббас биләнму учришип, пәләстинниң дөләт қуруш мәсилиси һәққидә исраилийә-пәләстин икки тәрәп пикир ихтилаплирини яраштуруш үчүн тиришидикән.
Кондализа райисниң бу қетимқи төт күнлүк зияритиниң мәқсити америкиниң тәшәббуси бойичә оттура шәрқ тинчлиқини қолға кәлтүрүш үчүн йиғин чақиришқа тәйярлиқ көрүштин ибарәттур. У, оттура шәрқтики һәр қайси тәрәпләрниң сөз- һәрикитигә диққәт қилип, икки дөләт ортақ мәвҗут болуп туруш шәкли билән пәләстин -исраилийә тоқунушини һәл қилиш ишәнчисини аҗизлаштуруп қоймаслиқи керәк, дәп билдүрди.
Пәләстин билән исраилийә арисидики асасий ихитилап, қуддусниң тәвәлик мәсилиси, пәләстин мусапирлири һәмдә пәләстин дөлити билән исраилийә арисидики чегра мәсилиси қатарлиқлардин ибарәттур. Пәләстинниң үзүл -кесил мустәқиллиқини халайдиған хамас тәшкилати болса, исраилийә дөлитини қәтий етирап қилмайдиғанлиқини җакарлиған болуп, бу мәсилә һәққидә пәләстинликләрниң аббас рәһбәрликидики фатаһ партийиси билән өктичи исламий тәшкилат хамас арисида күчлүк ихтилап мәвҗут. Америка тәрәп изчил түрдә аббасниң пәләстин дөлити һәққидики қаришини қоллап кәлмәктә. (Үмидвар)
Мунасивәтлик мақалилар
- Америка оттура шәрқ иттипақдаш дөләтлиригә һәрбий ярдәмни күчәйтидиғанлиқини билдүрмәктә
- Оттура шәрқ тенчлиқ мәсилиси хадимлири тенчлиқ вәкили билайер билән учрашти
- Исраилийә һөкүмити 250 тутқунни қоюп бериду
- Пәләстин йеңи һөкүмити қурулди
- Ливанда тоқунуш йүз бәрди
- Ирақта зораванлиқ күчәйгән бир пәйттә кондилиза райис бағдатқа йетип барди
- Кондилиза райс сәуди әрәбистани падишаси абдулла билән сөһбәтләшти
- Хамасниң ғәлибиси оттура шәрқниң келәчики болған әндишиләрни күчәйтмәктә
- Исраилийә пәләстиндики радикал тәшкилатларниң уруш тохтатқанлиқини қарши алди
- Америка ташқи ишлар министири оттура шәрқ зияритини башлиди