Америка б д т дин хитайдики пиланлиқ туғут программисини тохтитишини тәләп қилди


2005.06.23

Америка һөкүмити бирләшкән дөләтләр тәшкилати нопус идарисидин, хитай һөкүмити пиланлиқ туғут сияситини йүзгүзүштә ишлитиватқан мәҗбурлаш, мәҗбури бала алдуруш шундақла пуқраларни бир пәрзәнтлик сияситигә бойсундуруш йолида җазалашни тохтатмиғичә, хитайда елип бериватқан аилә пилани программимисни тоңлитишини тәләп қилди.

Америка һөкүмити ахирқи 3 йилдин бери, америкиниң б д т нопус фонди җәмийитигә беридиған 33 милйон доллар ярдәм пулини тохтитип қойған. Америка һөкүмити бирләшкән дөләтләр тәшкилати нопус фонди җәмийитини хитайниң мәҗбурлаш, мәҗбури бала алдурушқа таянған пиланлиқ туғут сияситигә ярдәм бериш билән әйиблимәктә.

Әмма, б д т нопус фонди җәмийити америка һөкүмитиниң әйибләшлирини асассиз дәп, рәт қилмақта. Б д т нопус фонди җәмийити, америка һөкүмитиниң бу һәқтики бир доклатидиму, нопус фонди җәмийитиниң хитайда " мәҗбури бала алдуруш яки мәҗбури қисирлаштурушни билип туруп қоллиғанлиқи тоғрисида һечқандақ испат йоқ, дәп тәкитләнгәнликини баян қилмақта.

Лекин америка ташқи ишлар министирлиқиниң нопус вә мусапирлар ишлиридин мәсул муавин ярдәмчи ташқи ишлар министири келлий риян, чаршәнбә күни б т д нопус фонди җәмийитиниң иҗраийә йиғинида, хитайниң мәҗбурлаш характерлик пиланлиқ туғут сияситини мәбләғ билән тәминләш, хитай һөкүмити бу сиясәтни б д т ниң тәстиқи билән йүргүзүватқандәк бир тәссәввур пәйда қилиду дәп көрсәтти. (Қанат)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.