Полша тәптиш органлири 1981 ‏- йили һәрбий һаләт йүргүзгән сабиқ президент үстидин сотқа шикайәт сунди


2007.05.03

Полша тәптиш органлири 1981 ‏- йили полшада һәрбий һаләт йүргүзүш буйруқи чүшүргән сабиқ президент ялузерскини еғир коммунизм җинайити' өткүзди дәп әйибләп сотқа шикайәт сунған. Франсийә агентлиқиниң хәвиригә қариғанда, әгәр бу шикайәт сотта ғәлибә қилса, 83 яшлиқ коммунист ялузерски 10 йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилиниши мумкин.

Хәвәрдә баян қилинишичә йәнә, ялузерски билән бир қатарда сабиқ полша ишчилар партийиси (коммунист партийә) вә полша һәрбий қисимлиридики 8 нәпәр әмәлдарниң үстидинму шикайәт сунулған.

Полшада 1981 ‏- йили 12 ‏- айда һәрбий һаләт йүргүзүш буйруқи чүшүрүлгәндә, полшада иттипақ ишчилар уюшмиси қурулуп, полша хәлқи ичидә демократик һәрикәт наһайити тез тәрәққи қиливатқан иди. (Вәли)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.