Түркийәдики пойиз соқулуш вәқәсидә аз дегәндә 4 киши қаза тапти


2004.08.11

Чаршәнбә күни түркийиниң истанбул шәһиригә йеқин җайда икки пойиз соқушуп кетип, аз дегәндә 4 кишиниң өлүши вә 70 нәччә кишиниң ярилинишини кәлтүрүп чиқарған.

Түркийә төмүр йол идарисидики бир әмәлдарниң франсийә ахбарат агентлиқиға билдүрүшичә, бу вәқәни, соқулған бир пойизниң қизил чирақтин өтүп кетиши кәлтүрүп чиқарған икән.

Буниңдин бир ай бурун охшаш районда, пойизниң релистин чиқип кетиш вәқәси йүз берип, 37 киши қаза тапқан вә 80 дин ошуқ киши яриланған иди.

Нөвәттә қутқузғучи хадимлар бу вәқәдә яриланғанларни ддохтурханиға йөткәш билән биргә, пойезға қамилип қалған кишиләрни қутқузуш һәрикитини җиддий елип бармақта. (Пәридә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.