Русийә президенти пәләстин билән исраилийини зиярәт қилди


2005.04.29

Оттура -шәрқ әллиридә зиярәт сәпиридики русийә президенти владимир путин җүмә күни пәләстинни зиярәт қилип, русийиниң пәләстин иқтисадиға вә пәләстин бихәтәрлик қисимлирини тәрбийиләш йолида ярдәм беришкә тәйярлиқини билдүрди.

Оттура -шәрқ әллиридә зиярәт сәпиридики русийә президенти владимир путин җүмә күни пәләстинни зиярәт қилип, русийиниң пәләстин иқтисадиға вә пәләстин бихәтәрлик қисимлирини тәрбийиләш йолида ярдәм беришкә тәйярлиқини билдүрди. Русийә президенти җүмә күни ғәрбий қирғақтики пәләстин даирилириниң мәркизи рамаллаһда махмуд аббас билән учрашти. Бу русийә президентиниң тунҗи қетим пәләстинни зиярәт қилиши болуп һесаблиниду.

Путин, буниң бир күн алдида исраилийини зиярәт қилип, русийә тарихидики исраилийини зиярәт қилған тунҗи рәһбәр болуп қалди. Президент путин махмуд аббас билән өткүзгән бирләшмә ахбарат елан қилиш йиғинида, " биз президент аббасниң бихәтәрлик ислаһати шундақла теророчилиққа қарши туруш һәрикитини қоллаймиз," диди.

Путин, русийиниң пәләстингә тик учар айропилан вә алақилишиш үскүнилири беридиғанлиқини билдүрди. У, пәләстин рәһбири ясир арафатниң қәврисигә гүлчәмбирәк қойди. Президент путин, пәләстингә келишниң бир күн алдида исраилийини зиярәт қилип, русийиниң сүрийигә башқурулидиған бомба сетиш шундақла иранни ядро әслиһәләр билән тәминләш пилани, исраилийигә тәһдит салмайдиғанлиқи тоғрисида телавифни хатирҗәм қилиш үчүн тиришқан. Әмма русийә президенти билән учрашқан исраилийә баш министири шарон, москва билән сүрийә вә иран оттурисидики башқурулидиған бомба вә ядро әслиһәләр содисиға қарши турди.

Русийә, исраилийә билән 1991 - йилда дипломатик мунасивәт орнатқан . Путинниң исраилийә зиярити, русийә - исраилийә мунасвитиниң йеңи дәвргә қәдәм басқанлиқини көрситиду, дәп қарилидикән. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.