Украинийәдә 90 нәпәр хитай пуқраси қолға елинди


2005.07.31

Франсийә ахбарат агентлиқиниң учуриға қариғанда украинийә чегра сақчи даирилириниң елан қилишичә шәнбә күни 90 нәпәр қанунсиз хитай көчмини украинийиниң шималидики полша билән чегрилинидиған җайда қолға елинған болуп, икки данә чоң типтики йүк аптомобилиға олтурған бу хитай қачқунлири украинийә чегриси арқилиқ полша вә униңдин кейин ғәрбий явропа әллиригә қечишни мәқсәт қилған икән.

Игилинишичә, хитай қачқунлири алди билән русийигә келип, кейин адәм содигәрлири арқилиқ ғәрбий явропаға оғирлиқчә өткүзилидикән. Украинийә хитай қачақлириниң ғәрбий явропаға өтүшидики муһим өткәл болуп һесаблинидикән.

Хәвәрләргә қариғанда, йеқинқи йиллардин буян хитайларниң украинийәгә көпләп келип, қанунсиз ишлар билән шуғуллиниши һәмдә у җайларда начар ишларни қилғанлиқи түпәйлидин украинларниң хитай пуқралирини булаш, уларни уруш вә өлтүрүш вәқәлири көпәймәктә. (Үмидвар)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.